голландийә өзиниң хаталиқини етирап қилди

голландийә түркийәниң белгийәдики террорлуқ һуҗуми җинайәтчиси ибраһим әлбакравиниң чеградин қайтуруветилгәнликигә мунасивәтлик елихәтни кечип көргәнликини етирап қилди.

461871
голландийә өзиниң хаталиқини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә бихәтәрлик вә әдлийә министири ард вандер стейур түркийәниң ибраһим әл бакравини қайтурувәткәнлики һәққидә парламентта доклат бәрди. у елихәт оқулғанда ибраһим әлбакравиниң амистердамға берип болғанлиқини әскәртти. у түркийәниң әл бакравини чеградин қоғлимастин бурун өзлиригә телефон қилиши керәкликини илгири сүрди. у әлбакравиниң голландийә пуқраси болмиғанлиқи үчүн түркийәниң қануний җәһәттин билдүрүш мәҗбурийитиниң йоқлуқи тоғрисидиму бешарәт бәрди.

у америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәййарлиған террорлуқ тизимликидә, әлбакравиниң қериндашлириниң исми барлиқини хатириләтти вә америкидин техиму кәң мәлуматларни ортақлишишни тәләп қилди.

бирақ, голландийәдә йәнә бир сәтчилик ашкариланди. америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң бирйусселда террорлуқ һуҗуми йүз бериштин алтә күн бурун, адәм бомба һуҗумини пәйда қилған әлбакравиниң қериндашлири тоғрисида голландийәни агаһландурғанлиқи оттуриға чиқти.

голландийә даирилири әтиси белгийәниң мунасивәтлик органлириға, 16 – мартта елинған ибраһим вә халид әлбакравиларниң террорлуқ һуҗуми пәйда қилишқа тәййарлиниватқанлиқи тоғрисидики бу мәлуматни йәткүзгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر