русийәму қәдимий палмирани бомбардиман қилди

русийәгә тәвә күрәшчи айропиланлар сүрийәдики палмира шәһирини бомбардиман қилди.

459253
русийәму қәдимий палмирани бомбардиман қилди

әсәд қисимлири билән бирликтә һәрикәт қиливатқан русийә, палмирада күрәшчи айропиланлирини ишқа селип даеш базилирини бомбардиман қилмақта.

сүрийә инсан һәқлири көзитиш мәркизи вә йәрлик мәтбуатлар, бирдин артуқ районда даешқа қарши кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини уқтурди.

партлаш вәқәлири йүз бәргән шәһәрләрдә биналардин туманлар көтүрүлмәктә, танкиларниң авазлири аңланмақта.

русийә мудапиә министирлиқи 24 саәт ичидә даишқа тәвә 158 базиниң вәйран қилинғанлиқини вә 100дин артуқ даеш милитаниниң өлтүрүлгәнликини уқтурди.

сүрийә инсан һәқлири көзитиш мәркизи әсәд қисимлири билән русийәниң тил бириктүрүп, палмираниң қәдимий шәһәрчиси болуп җәмий үчтә бирини тартивалғанлиқини билдүрди.

әсәд қисимлири шәһәрниң қәләсиниму даешниң қолидин тартивалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر