әсәд күчлири даешни палмираниң шималидин қоғлиди

бәшшар әсәд һакимийити қисмлири террорлуқ тәшкилати даешни палмира қәдимки шәһириниң шималидин чекиндүрди.

457526
әсәд күчлири даешни палмираниң шималидин қоғлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң интиртас агентиқиниң хәвиригә асаслананда, даеш палмира шәһириниң мәркизигә қарап чекинишкә башлиған. бәшшар әсәд қисминиң бесимиға дуч кәлгән даеш минамийотлар қаршилиқ көрсәткән.

бу җәрйанда сүрийә дөләт телевизийәси бәшшар әсәд қисминиң палмира шәһиригә киргәнликини хәвәр қилди. хәвәргә асасланғанда, бәшшар әсәд қисимлири 2015 – йили май ейидин буйан даеш контрол қиливатқан палмираниң мәркизигә қәдәм басқан.

бәшшар әсәд қисимлири өткән һәптә палмирани қайтурувелиш үчүн русийәниң һавадин йардәм қилиши астида һуҗум қозғиған иди. русийә пирезиденти владимир путин русийә қисимлириниң сүрийәдин қисмән чекинип чиққанлиқи үстидә тәпсилий тохталғанда, «палмира дунйа мәдәнийәтиниң мәрвайитидур» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر