ма йиңҗйу җәнубий деңиздики арални зийарәт қилиду

тәйвән пирезиденти ма йиңҗйуниң игилик һоқуқи талаш – тартиш қилиниватқан җәнубий деңизда тәйвәнниң башқурушида туруватқан «иту аба» арилини зийарәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

425421
ма йиңҗйу җәнубий деңиздики арални зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән пирезидентлиқ ишханисиниң байанатчиси чин йишин, ма йиңҗйуниң чағандин бурун хизмәт қиливатқанлардин әһвал сораш үчүн «иту аба» арилини зийарәт қилидиғанлиқини билдүрди.

америкиниң тәйвәндики вакаләтханиси «бу иштин үмидсизләндуқ» дәп байанат елан қилди вә арал зийаритиниң райондики ихтилапларни һәл қилишқа һечқандақ пайдиси йоқлуқини илгири сүрди.

хитайниң тәйвән ишлири ишханисиниң байанатчииси ма шйавгуаң ахбарат елан қилип, бейҗиңниң тәйвән рәһбириниң талаш – тартишлиқ деңзидики арални зийарәт қилиш пиланиға болған наразилиқини билдүрди. байанатчи ма шйавгуаң, хитайниң җәнубий деңиздики араллар үстидә шәртсиз игилик һоқуқиниң барлиқини илгири сүрди. у: «хитайниң земин пүтүнлүкини вә игилик һоқуқини қоғдаш, чоң қуруқлуқтики вә тәйвәндики хәлқ аммисиниң ортақ мәсулийитидур» деди.

хитай тәбиий байлиқи наһайити мол болған җәнубий деңизда, филиппин, вийетнам, бируни вә малайшийа қатарлиқ дөләтләр билән игилик һоқуқи дәваси қилмақта. хитай тәйвәнниң өзигә тәвә бир арал икәнликини илгири сүриду.

һәр йили җәнубий деңизда дунйа билән болған деңиз тирансипорт содисида 5 тирилийон долларлиқ сода қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر