«уруш тохтитиш елани» қораллиқ һуҗумға учриди

украина даирилириниң өз алдиға уруш тохтитиш елан қилишиға русийә тәрәпдарлири қораллиқ һуҗум билән җаваб қайтурди.

102795
«уруш тохтитиш елани» қораллиқ һуҗумға учриди

украина даирилириниң өз алдиға уруш тохтитиш елан қилишиға русийә тәрәпдарлири қораллиқ һуҗум билән җаваб қайтурди.
русийә тәрәпдари бөлгүнчи гуруппилар түнүгүн русийә чеграсидики новошаһтински районидики аманлиқ сақлаш нуқтилириға еғир типлиқ қоралларни ишлитип һуҗум қилди؛ үч айрим һуҗумда 9 украина әскириниң йариланғанлиқи билдүрүлди.
рус әмәлдарлар, донетски шәһиридә бөлгүнчи гуруппиларниң һуҗумлиридин қачқан украиналиқ 80 әскәрниң мудапиәлиниш үчүн русийәгә киргәнликини уқтурди.
украина пирезиденти петро порошенко тәрипидин елан қилинған тинчлиқ пилани, 27- ийунғичә уруш тохтитиш елан қилиш вә милитанларниң қораллирини тапшурушини мәзмун қилатти. пиланда русийә чеграсида 10 километирлиқ тәңпуң район шәкилләндүрүш вә бөлгүнчиләрниң кәчүрүм қилинишиму орун алиду.
русийә тәрәпдари бөлгүнчиләр, әмәлий болуштин йирақ, дәп қарап мәзкур пиланни рәт қилди. русийә пирезиденти виладимир путин уруш тохтитиш пиланини қоллап – қуввәтлигән һалда, тәрәпләрни барлиқ һәрбий һәрикәтләрни тохтитип, музакирә өткүзүшкә чақирди.
лекин путин әмәлий қәдәм басмастин музакирә өткүзүшниң реал қәдәм болмайдиғанлиқини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر