ш д, һәләбликләрни өй - маканлирини тәрк қилишқа чақирди

ирақ шам ислам дөлити тәшкилати ( ш д т) һәләбтә хәлқтин өй – маканлирини тәрк қилишни тәләп қилди.

102799
 ш  д, һәләбликләрни өй - маканлирини тәрк қилишқа чақирди

ирақ шам ислам дөлити тәшкилати ( ш д т) һәләбтә хәлқтин өй – маканлирини тәрк қилишни тәләп қилди.
сурийәдә террорлуқ тәшкилати ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиниң һәләбниң шималида елип баридиған һәрбий һәрикәтлири сәвәбидин йеза аһалилиридин өй – маканлирини тәрк қилишни тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.
өктичи масар прес хәвәр агентлиқиниң хәвиригә көрә, ирақ шам ислам дөлити тәшкилати һәләбтә әннусрә фиронтиниң контроллуқи астидики икки районни қолға киргүзгән.
сурийә омумий инқилаб кеңиши тәрипидин елан қилинған байанатта болса, дөләтниң шималиға җайлашқан һасәкә шәһәр мәркизидики һәрбий база әтрапида ‹интайин шиддәтлик› партлашниң мәйданға кәлгәнлики әскәртилди. партлашта өлгән вә йариланғанларниң бар – йоқлуқи һәққидә мәлумат берилмигән байанатта, райондин қойуқ ис – түтәкниң көтүрүлгәнлики қәйт қилинди. байанатта йәнә, армийәгә қарашлиқ тик учар айропиланларниң һәләбтә һакимийәткә қарши күчләр контроллуқи астидики мәсакин, шәйх нәҗҗар, қази әскәр вә бурәйҗ районлириға ‹варил бомбиси› етип һуҗум қилғанлиқи, һуҗумда өлгән вә йариланғанларниң барлиқи тәкитләнди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر