б д т ниң бағдадики хадимлири тарқақлаштурулушқа башлиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимонниң байанатчиси фәрһан һәг, ирақниң нөвәттики вәзийитиниң наһайити өзгиришчан икәнликини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниңму буниңға асасән тәдбир алғанлиқини билдүрүлди

97902
б д т ниң  бағдадики хадимлири тарқақлаштурулушқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимонниң байанатчиси фәрһан һәг, ирақниң нөвәттики вәзийитиниң наһайити өзгиришчан икәнликини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниңму буниңға асасән тәдбир алғанлиқини билдүрүлди.
һәг, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бағдадики хадимлирини тарқақлаштурушқа башлиғанлиқини уқтурди.
бағдадта бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 200 гә йеқин хадиминиң вәзипә өтәватқанлиқини әскәрткән һәг, буларниң 58 иниң вақтинчә бағдадтин ийорданийәниң пайтәхти амманға тарқақлаштурулғанлиқини әскәртип, бу хадимларниң әрбилгә орунлаштурулуши пиланланмақта. қалған хадимларниңму алдимиздики күнләрдә бағдад вә әтрапидики башқа йәрләргә тарқақлаштурулуши күнтәртикә келиши мумкин» деди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирақ шам ислам дөлитиниң қолидики түрк диплуматлар вә шопурларни қутулдуруш үчүн хизмәт ишләватқанлиқи, әмма бу хизмәтниң тәпсилати һәққидә һазирқи басқучта мәлумат берилмайдиғанлиқи билдүрүлди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимонниң түрк дипломатларниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилғанлиқини әскәрткән һәг, дипломатларниң дәхли - тәруз қилинмаслиқ һоқуқиға игә икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر