и ш и д ниң һуҗуми пүткүл дунйани зилзилигә кәлтүрди

ирақ шам ислам дөлити террористлири ирақта кәлтүрүп чиқарған бихәтәрлик киризиси вә түркийәниң мусул башконсулханисиниң һуҗумға учриши пүткүл дунйани зилзилигә кәлтүрди

93462
и ш и д ниң һуҗуми пүткүл дунйани зилзилигә кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ шам ислам дөлити террористлири ирақта кәлтүрүп чиқарған бихәтәрлик киризиси вә түркийәниң мусул башконсулханисиниң һуҗумға учриши пүткүл дунйани зилзилигә кәлтүрди.
шималий атлантик әһди тәшкилати, түркийәниң чақириқиға бинаән даимий вәкилләр дәриҗилик җиддий йиғин чақирди.
шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи расмусен, гөрүгә еливелинғанларниң шәртсиз вә дәрһал қойуп берилишини мураҗиәт қилди.
расмусен, «алди билән ирақтики зораванлиқни қаттиқ әйибләймән. гөрүгә еливелиш қилмишини қаттиқ әйибләймән. шималий атлантик әһди тәшкилати болуш сүпитимиз билән, гөрүгә еливелинғанларниң аилә - тавабиатлири вә йеқин - йоруқлири билән биллимиз. әң қисқа вақит ичидә қойуп берилишини тәләп қилимиз. һәрқандақ бир сәвәб бундақ бир җинайәтниң тоғра икәнликини испатлап берәлмәйду» деди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң күнтәртипиму гөрүгә еливелинған түрк диплуматлар иди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимон, хәлқара җәмийәтни, гөрүгә еливелинған түрк диплуматларниң қойуп берилиши вә зораванларниң тутулуп, адаләткә тапшурулуши үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.
гиретсийәдә бир йәргә җәм болған йавропа иттипақи вә әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләрниң дипломатийә министирлириму мусулдики һуҗумларни әйибләп һәмкарлиқ қарари алди.
германийә билән канаданиң дипломатийә министирлири, түркийәниң мусул башконсулханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди һәмдә гөрүгә еливелинғанларниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилди.
италийә билән пакистан һуҗумни әйибләп байанат елан қилди.
иран пирезиденти һәсән руһаниму һуҗумни қаттиқ әйибләп, буни «вәһшийлик» дәп атиди.
русийә дипломатийә министири сергей лавров билән сүрийә дипломатийә министири вәлид муәллим, телефон арқилиқ көрүшүп, ирақтики өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурди.
русийә дипломатийә министирлики тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, ирақтики йеқинқи өзгиришләрниң толиму әндишилик икәнлики билдүрүлди.
әрәб әллири иттипақиниң, ирақтики өзгиришләр тоғрулуқ музакирә елип бериш үчүн йәкшәнбә күни җиддий йиғин чақиридиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر