дунйа, ирақ шам ислам дөлити тәшкилатини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати, шималий атлантик әһди тәшкилати, йавропа иттипақи, әрәб иттипақи, америка, әнглийә вә иран мусулдики түркийә консулханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

92409
дунйа, ирақ шам ислам дөлити тәшкилатини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши хитабнамә елан қилип, бу һуҗумни әйиблиди.
хитабнамидә, б д т ға әза дөләтләрдин ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиниң мал – мүлүклирини тоңлитиш, виза чәклимиси вә қорал сетишни чәкләш қатарлиқ ембарголар биләнла купайиләнмәслик тәләп қилинди.
б д т баш катипи бан кимун сәвәби немә болушидин қәтийнәзәр, бу террорлуқ һуҗуминиң қарши елинмайдиғанлиқини билдүрди. бан кимун: «алди билән ирақ һөкүмити, райондики дөләтләр вә хәлқаралиқ җәмийәтләрни тутуп кетилгән түркләрниң қойуветилиши вә җинайәтчиләрниң адаләт алдиға чиқирилиши үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақиримән» деди.
түркийәниң чақириқ қилиши билән, шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) даимий вәкилләр сәвийәсидә җиддий йиғин чақирип, вәзийәтни музакирә қилди.
америка һөкүмити ирақ шам ислам дөлити тәшкилатини әйиблиди. америка ташқи ишлар министирликиниң байанатчиси җен писаки: «тутуп кетилгән түркләрниң дәрһал қойуп берилиши һәққидики чақириққа қетилимиз. ирақта ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиға қарши күрәшкә йардәм қилимиз» деди.
гиретсийәдә топланған йавропа иттипақи билән әрәб иттипақи ташқи ишлар министирлири мусулдики һуҗумни әйиблиди вә һәмкарлиқ орнитишни қарар қилди.
иран ташқи ишлар министирликиниң байанатчиси мәрзийә афһам йазма байанатида, ирақта йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини, болупму түркийәниң мусулдики консулханисиға бесип кирип, консулхана хадимлирини гөрүгә еливелиш вәқәсини әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди. мәрзийә афһам бу вәқәниң кишини чоңқур қайғуға чөмдүридиғанлиқини әскәртип, дипломатийә хадимлириниң һәқ – һоқуқлириға һөрмәт көрситилиши вә қоғдилишини тәләп қилди. у иранниң ирақ дөлити вә хәлқини террорлуққа қарши күрәштә қәтий қоллайдиғанлиқини қәйт қилди.
әнглийә ташқи ишлар министирлики тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақта давам қиливатқан вәзийәт вә түркийә пуқралири билән консулхана хадимлириниң гөрүгә еливелинғанлиқидин чоңқур әндишә қилиниватқанлиқи әскәртилди.
бу җәрйанда, әнглийә һөкүмити ираққа әскәр әвәтишни ойлашмиғанлиқини билдүрди.
әнглийә ташқи ишлар вәзири вилйам хагуе, ирақ вәзийитиниң кишини қаттиқ әнсиритидиғанлиқини, әмма әнглийәниң һазирқи әһвалда әскәр әвәтишни пилан қилмиғанлиқини, ирақниң мәвҗут тәһдитләргә қарши күрәш қилалиғудәк һәрбий күчиниң барлиқини ейтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر