ирақта зораванлиқ вәқәлири давам қилмақта

мусулниң ғәрбий қисмиға җайлашқан бир қурулуш орниға топ оқи чүшүп, бәши бир туғқан җәмий 10 ишчи һайатидин айрилди.

86657
ирақта зораванлиқ вәқәлири давам қилмақта

ирақта зораванлиқ вәқәлири давам қилмақта؛ мусулниң ғәрбий қисмиға 124 километир келидиған синҗар наһийәсидики бир қурулуш орниға топ оқи чүшүп, бәши бир туғқан болуп җәмий 10 адәм һайатидин айрилди.
бинаға тәгкән топ оқиниң қәйәрдин кәлгәнлики вә кимләр тәрипидин етилғанлиқи намәлум болсиму, районда ирақ шам ислам дөлити милитанлири билән аманлиқ сақлаш күчлири арисида тоқунуш йүз бәргәнлики қәйт қилинди.
пайтәхт бағдадта түнүгүн шиәләр топлишип олтурақлашқан мәһәллиләрдә арқа – арқидин машина бомбилар партлитилип 60 тин артуқ адәм өлди. әмма, һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.
чәт мәһәллиләр ирақ шам ислам дөлити тәшкилати милитанлириниң контроллуқи астида туруватқан рамадидиму түнүгүн қораллиқ кишиләрниң әнбар университетиға һуҗум қилип 1300 адәмни гөрүгә еливалғанлиқи, арқидин гөрүгә елинғанларни қойуп бәргәнлики билдүрүлди.
университетниң һелиһәм милитанларниң контроллуқи астида икәнлики, аманлиқ сақлаш күчлири билән милитанларниң тоқунушуватқанлиқи әскәртилмәктә. ирақ шам ислам дөлити милитанлириниң һәқиқий мәқситиниң рамади билән фәллуҗә арисидики һумәйра районини қолға киргүзүш икәнлики тәхмин қилинмақта. һумәйра райони университетниң арқа тәрипигә җайлишиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر