ирақта адәм бомба һуҗуми йүз берип 18 адәм өлди
ирақниң һәр қайси шәһәрлиридә адәм бомба һуҗуми йүз берип 18 адәм өлди
түркийә авази радийоси хәвири: ирақта күрдистан йуртсәвәрләр бирлики партийәсиниң дилайа шәһридики ишханисиға қилинған адәм бомба һуҗумида дәсләпки мәлуматларға қариғанда 18 адәм һайатидин айрилди.
бинаниң алдида дәсләп бомба қачиланған бир машина партитилди, партлаштин кейин вәқә мәйданиға йиғилған кишиләр иккинчи һуҗумниң нишаниға айланди.
игилинишичә, бир адәм бомба үстигә теңилған бомбиларни партлатқан, һуҗумларда 18 адәм һайатидин айрилған, 60 адәм йариланған.
һуҗумниң җавабкарлиқини ирақ шам ислам дөлити үстигә алған, тәшкилат иҗтимаий тартқуларда бу һәқтә байанат берип, мусулман бир айалниң қолға елинишини бу һуҗумниң қилишлириға сәвәб қилип көрсәткән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йеңи зеландийә ғәззәгә қошумчә иқтисадий йардәм бериду
йеңи зеландийә ғәззәгә 5 милйон доллар қошумчә иқтисадий йардәм бериду.