йавропа рәһбәрлири бирйусселда бир йәргә җәм болиду

йавропада ашқун оңчилларниң нопузи тәсир көрсәткән парламент сайламлиридин кейин йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири бирйусселда бир йәргә җәм болиду

74762
йавропа рәһбәрлири бирйусселда бир йәргә җәм болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа рәһбәрлири бирйусселда бир йәргә җәм болиду.
йавропада ашқун оңчилларниң нопузи тәсир көрсәткән парламент сайламлиридин кейин йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири бирйусселда бир йәргә җәм болиду.
йавропа кеңишиниң башлиқи һерман ван ромпуйниң тәклипигә бинаән ишқа ашурулидиған йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддиси, йавропа парламенти сайлам нәтиҗилирини йәкүнлиши болиду.
рәһбәрләр, йавропа комитетиниң башлиқи сайлап чиқилидиған басқуч тоғрулуқ өзара пикир алмаштуриду.
йавро гурупписиниң башлиқи җан килод йункер билән йавропа парламентиниң башлиқи мартин шулз риқабәтлишидиған сайламда кимни қоллаш мәсилиси болса күнтәртипкә кәлмәйду.
йиғинда, йәкшәнбә күни украинада өткүзүлгән пирезидент сайламлиридин кейинки дөләтниң келәчики вә русийә билән болған киризис музакирә қилиниду.
йавропа иттипақи һөкүмәт вә дөләт башлиқлири, 4 - 5 - ийун күнлири бирйусселда өткүзүлидиған 7 - г гуруһи йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири тоғрилиқму өзара пикир алмаштуриду.
русийәниң қарадеңиз саһилиға җайлашқан сочи шәһиридә чақирилиши мөлчәрлиниватқан 8 - г гуруһи йиғини москваниң украина киризисигә тутқан позитсийәси түпәйли бикар қилинған . рәһбәрләр русийәсиз йиғин чақириш қарари алғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر