америка тайландқа бериватқан йардәмни тохтатти

тайландтики һәрбий - сийасий өзгириштин кейин вашингитон һәрикәткә өтти

72338
америка тайландқа бериватқан йардәмни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири тайландқа бериватқан йардәмни тохтатти.
тайландтики һәрбий - сийасий өзгириштин кейин вашингитон һәрикәткә өтти.
америка қошма иштатлири дипломатийә министирлики, тайландқа бериливатқан йардәмләрниң 3 йерим милйон долларлиқ қисминиң тоңлитип қойулғанлиқини уқтурди.
күндилик ахбарат вастилирини хәвәрләндүрүш йиғинида, бу һәқтики соалларға җаваб бәргән америка қошма иштатлири дипломатийә министирлики байанатчиси мәри һарф, қарарниң асийа дөлити тайландни җазаландуруш нишан қилинған тунҗи қәдәм икәнликини әскәртти.
һарф, тайландқа бериливатқан 3 йерим милйон долларлиқ йардәмниң тохтитилғанлиқини, қалған 7 милйон долларлиқ қисминиң болса көздин кәчүрүлидиғанлиқини қәйт қилди.
тоңлитип қойулған қисминиң тайландниң қорал - йарағ сетивелиш пирограммилири вә һәрбий хадимларниң билим ашурушини өз ичигә алидиған йардәмләр икәнлики билдүрүлди.
тайландта 2006 - йилқи һәрбий - сийасий өзгириштиму америка 29 милйон долларлиқ йардәмни бир йерим йил тоңлитип қойғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر