америка тайландтики һәрбий - сийасий өзгиришкә наразилиқ билдү

тайландта һәрбий - сийасий өзгириштин кейин тунҗи наразилиқ америка қошма иштатлиридин кәлди

71757
америка тайландтики һәрбий - сийасий өзгиришкә наразилиқ билдү

түркийә авази радийоси хәвири: тайландта һәрбий - сийасий өзгириштин кейин тунҗи наразилиқ америка қошма иштатлиридин кәлди.
америка қошма иштатлири дипломатийә министири җон кери, һәрбий - сийасий өзгириш қозғиғудәк һечқандақ бир сәвәбниң йоқлуқини, вашингитон тайландқа берип келиватқан йардәмләрниң көздин кәчүрүлидиғанлиқини ейтти.
бу һәқтә йазма байанат елан қилған кери, тайланд баш иштаб башлиқиниң асасий қанунни тоңлитип қойуп, һакимийәтни тартивалғанлиқидин толиму үмидсизләнгәнликини әскәртти.
тайландниң сийасий рәһбәрлириниң қолға елинишидин әндишә қиливатқанлиқини әскәрткән кери, сийасийонларниң қойуп берилиши вә пуқрави һакимийәт басқучиниң ишқа кириштүрүлүшини тәләп қилди.
кери, тайландта ахбарат әркинлики, кишилик һоқуқ вә демократийә қаналлириниң ишқа селиниши вә муддәттин бурун сайлам өткүзүлүшини мураҗиәт қилди.
байанатта, вашингитон тәрипидин тайландқа бериливатқан һәрбий вә пуқрави йардәмләрниң қанун - бәлгилимиләргә асасән көздин кәчүрүлидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر