б д т боко һарам тәшкилатиға ембарго йүргүзүш қарари алди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати, нигерийәдә йеқинда 300 гә йеқин қиз оқуғучини гөрүгә еливалған боко һарам тәшкилатиға ембарго йүргүзүш қарари алди

71777
б д т боко һарам тәшкилатиға ембарго йүргүзүш қарари алди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати, нигерийәдә йеқинда 300 гә йеқин қиз оқуғучини гөрүгә еливалған боко һарам тәшкилатиға ембарго йүргүзүш қарари алди.
нигерийә һөкүмитиниң тәлипигә асасән бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши боко һарам тәшкилатини ембарго йүргүзүлидиған тәшкилатлар тизимликигә киргүзди.
буниңға асасланғанда, боко һарам тәшкилатиға қорал - йарағ ембаргоси йүргүзүлидикән, мал - мүлүклири тоңлитип қойулидикән.
йеқинқи бир йил ичидә елип барған һуҗумлирида 1500 кишиниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған боко һарам тәшкилати, йеқинда бир мәктәпкә бесип кириш билән пүткүл дунйаниң диққитини қозғиғаниди.
тәшкилат тәрипидин гөрүгә еливелинған 270 әтрапидики қиз оқуғучиларни издәш - қутқузуш паалийәтлиригә йардәм бериш үчүн көплигән дөләтләр әтрәт әвәткәниди.
бу арилиқта, мәктәпләргә қилинған һуҗумлар вә оқуғучиларниң гөрүгә еливелинишигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә нурғунлиған мәктәпләр ечилмиди.
пайтәхт лагоста намайиш өткүзгән оқутқучилар гөрүгә еливелинған қизларниң қойуп берилишини тәләп қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر