америка кеңәш палатаси боко һарам тәшкилати тоғрисида йиғин ач

68755
америка кеңәш палатаси боко һарам тәшкилати тоғрисида йиғин ач

түркийә авази радийоси хәвири: америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр африқа ишлири комитетида, нигерийәдә боко һарам тәшкилати вә қиз оқуғучиларниң елип кетилишигә мунасивәтлик йиғин ечилди.

америка ташқи ишлар министирликиниң муавин мәслиһәтчиси роберт җексон йиғинда, нигерийәдә боко һарам тәшкилати тәрипидин елип кетилгән қиз оқуғучилар тоғрисида тохтилип: «бу мәсилини һәл қилиш, америка һөкүмитиниң әң муһим мәсилилиридин биридур» деди. у нигерийәниң орниниң барғансери ешиватқанлиқи билән оң танасип һалда боко һарам тәшкилати һуҗумлириниңму көпийиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у боко һарам тәшкилатиниң буниңдин бурун немә үчүн америкиниң террорлуқ тизимликигә киргүзүлмигәнлики тоғрисидики соалға, нигерийә һөкүмитидин төвәндикидәк тәләпниң кәлгәнликини әскәртип, мундақ җаваб бәрди: «нигерийә һөкүмити, бу тәшкилатни террорлуқ тизимликкә киргүзүшниң, диққәтни уларниң үстигә мәркәзләштүридиғанлиқини, бу сәвәбтин әкси тәсир пәйда қилиш мумкинчиликини билдүрди. биз бу қараш түпәйлидин уларниң тәлипини бир мәзгил қобул қилдуқ, әмма 2012 – йили мәзкур тәшкилатни террорлуқ тизимликигә киргүзүш үчүн һәрикәткә өттуқ.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر