әрдоған: русийәниң херсондин чекиниши иҗабий қәдәм

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң украинаниң херсон районидин чекиниш қарари үстидә: «иҗабий қәдәм» деди.

1904674
әрдоған: русийәниң херсондин чекиниши иҗабий қәдәм

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййипб әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатлириниң 9-нөвәтлик рәһбәрләр йиғиниға қатнишиш үчүн өзбекстанға қарап йолға чиқиштин илгири әнқәрә әсәнбоға айродурумида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у 24-февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина-русийә уруши тоғрисида тохтилип, түркийәниң мурәссәчилик хизмәтлирини үзүксиз давамлаштурғанлиқини билдүрди.

у: «урушниң қачан ахирлишидиғанилқиға бир нәрсә дейиш тәс. әмма, русийәниң херсондин чекиниш қарари иҗабий вә муһим қарар һесаблиниду. G-20 йиғиниға русийәниң қатнишишини үмид қилимән. ундақ болмиғанда, русийә билән телефон дипломатийәсини давамлаштуримиз. мувәппәқийәтлик һалда мурәссәчилик қилишни халаймиз. уруш һөкүмран болуватқан дунйадин тинчлиқ һөкүмран дунйа бәрпа қилайли» деди.

у әрменийә тоғрисида тохтилип, йеқинқи күнләрдә әрменийә рәһбәрлири билән чехийәдә көрүшкәнликлирини вә уларға, «әгәр әзәрбәйҗан билән мунасивәтләрни иҗабий давамлаштурсаңлар, түркийә болуш сүпитимиз билән бизму әрменийә билән болған мунасивәтлиримизни иҗабий йөлүнүштә давамлаштуримиз. биз силәрдин буни күтимиз, дедуқ» дегәнликини билдүрди.

у әрменйә дийаспорасиниң фирансийә болсун йаки америкада болсун түркийәгә қарши паалийәт қиливатқанлиқини, буниң мунасивәтләргә сәлбий тәсир қиливатқанлиқини билдүрүп: «биз дүшмән көпәйтиш әмәс, бәлки дост көпәйтиш үчүн тиришиватимиз. әрменийә һөкүмитиму бу тоғрида мувәппәқийәт қазанса, лачин вә зәнгәзурда әзәрбәйҗан билән басидиған қәдәмлири, бизниң қәдимимизгә иҗабий тәсир қилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر