җәвдәт йилмаз өзбекистанда зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити)  муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз әтә өзбекистанда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2133879
җәвдәт йилмаз өзбекистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз уда икки күн давамлишидиған зийарити даирисидә, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән көрүшиду.

у йәнә, өзбекистан алий мәҗлиси кеңәш палатасиниң рәиси танзила нарбаева, өзбекистанниң муавин баш министири җәмшит қочқаров биләнму айрим - айрим көрүшиду.

икки тәрәплик сөһбәттин кейин, һәйәтләр ара учришишлар елип берилиду.

йилмаз «түрк дунйаси сода - санаәтчиләр йиғини» рамкисида, сода дунйасиниң вәкиллири билән көрүшид. у зийаритиниң иккинчи күнидә өзбекистан пайтәхти ташкәнттә өткүзүлидиған «3 – нөвәтлик ташкәнт хәлқара мәбләғ селиш мунбири»  йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر