рәисиниң айропиланиниң қалдуқини тапқан «ақинҗи» дунйа мәтбуатлирида...

иран пирезиденти ибраһим рәиси қатарлиқ иранлиқ йуқири дәриҗилик рәһбәрләр олтурған тик учар айропиланниң чүшүп кәткәндин кейинки қалдуқлирини тапқан түркийәниң «ақинҗи» намлиқ учқучисиз һуҗумчи һава аппарати ғулғула қозғиди.

2141914
рәисиниң айропиланиниң қалдуқини тапқан «ақинҗи» дунйа мәтбуатлирида...

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти ибраһим рәиси қатарлиқ иранлиқ йуқири дәриҗилик рәһбәрләр олтурған тик учар айропиланниң чүшүп кәткәндин кейин қалдуқлирини тапқан түркийәниң «ақинҗи» намлиқ учқучисиз һуҗумчи һава аппарати дунйа мәтбуатлириниң баш бәтлиридин орун алди.

иран пирезидентиниң бел-212 типлиқ тик учар айропилан әзәрбәйҗандин қайтиш йоли үстидики тәбриз тағлиқ районида чүшүп кәтти.

вәқә йүз бәргән ләһзиләрдин башлап издәш-қутқузуш хизмәтлирини башлиған иран, уда нәччә саәт бойичә тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди.

кәч болғанда, иран түркийәдин кечидә көрүш иқтидариға игә тик учар тәләп қилди. шу һаман түркийәдин қозғалған «ақинҗи» намлиқ учқучисиз һуҗумчи һава аппарати  тәбриз тәвәликидә чүшүп кәткән тик учарни издәшни башлиди. 200 миңдин артуқ адәм биваситә көзәткән «ақинҗи» бир қанчә саәт ичидә рәисиниң һадисигә учриған айропиланиниң қалдуқлирини тапти.

түркийә учқучисиз һава аппаратиниң кишини иптихарландуридиған мувәппәқийити дунйа күнтәртипиниң алдинқи қатаридин орун алди.

америка қошма иштатлирида чиқидиған «дәвр хәвәрлири» гезити, «байрақтар ақинҗи иран пирезидентиниң тик учар айропиланиниң чүшүп кәткән йерини байқиған түркийә учқучисиз айропиланиға айланди» дегән темида хәвәр тарқатти вә иранлиқлар нәччә саәт қилалмиған ишни түркийә учқучисиз һава аппаратиниң әмәлгә ашурғанлиқини қәйт қилди.

«ақинҗиниң мувәппәқийити үстидә тохталған гиретсийәниң «пентапостагма» гезити болса, бу һәқтики учурларни «түркийә учқучисиз һава аппарати — ақинҗи иран тик учар айропиланиниң қалдуқини тапти. рәиси вә иран ташқи ишлар министири әмир абдуллаһийанниң җәсәтлири тепилди» дегән темида  оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

гиретсийәниң «Onalert» гезити болса, «иранда тик учар һадисиси йүз бәрди... түркийә учқучисиз һава аппарати ақинҗи <иссиқлиқ мәнбәси>ни байқиди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر