ирақниң шималида 5 террорчи  бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики һақуруқ районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.

2133898
ирақниң шималида 5 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди:

«бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к нишан қилинған зәрбә бериш һәрикәтлиримиз қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта. ирақниң шималидики һақуруқ районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчи һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилди. террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлириимиз әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر