сакарйа шәһири б д т ниң «маарип шәһәрлири йәршари тори» ға қобул қилинди

сакарйа б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң «маарип шәһәрлири йәршари тори» ға қобул қилинди.

1875452
сакарйа шәһири б д т ниң «маарип шәһәрлири йәршари тори» ға қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сакарийа шәһәр башлиқи әкрәм йүҗә йазма байанатида, германийәниң һамбург шәһиридә турушлуқ б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ишханиси тәрипидин өмүр бойи өгиниш институтиға сунулған әзалиқ илтимасиниң қобул қилинғанлиқи җакарланғанлиқини ейтти.

әкрәм йүҗә әза шәһәрләр арисида өмүр бойи өгиниш бәлгилимириниң һәмбәһирлинидиғанлиқини тилға елип, сакарйаниңму бу тордин әң йуқири үнүмгә еришидиғанлиқини тәкитлиди.

әкрәм йүҗә бу илгириләштин интайин хошал болғанлиқини әскәртип,  буниң үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткән хизмәтдашлирини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر