чавушоғлу америка билән түркийәниң ортақ вәзипә өтәш қисми қурғанлиқини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу американиң сүрийәдин чекиниш мусаписини маслаштуруш үчүн, түркийә билән америка оттурисида ортақ вәзипә өтәш қисми қурулғанлиқини ейтти.

1140419
чавушоғлу америка билән түркийәниң ортақ вәзипә өтәш қисми қурғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу даешқа қарши бирләшмә ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә елип берилған америка пайтәхти вашингтондики учришишлирини ахирлаштуруп, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у түркийә билән американиң, америка әскәрлириниң чекиниши вә түркийәниң сүрийәдики хәвпсизлик қайғулирини бирликтә музакирә қилғанлиқини билдүрди. у американиң сүрийәдин чекиниш мусаписини маслаштуруш үчүн, түркийә билән америка оттурисида ортақ вәзипә өтәш қисми қурулғанлиқини қәйт қилди. у мундақ деди:

«американиң сүрийәдин чекиниш мусаписини йеқиндин көзитиш үчүн бир вәзипә өтәш қисми қурдуқ. буни америка ташқи ишлар министири майк помпейоға шәхсән өзүм телефонда тәклип қилған идим. у тәклипкә иҗабий қариди. бу вәзипә өтәш қисми американиң чекиниш мусаписигила мәркәзлишиду, биз пат-пат көрүшүп, өзара тәклипләргә қарап чиқимиз, йеңи мәлуматлар келип туриду. шундақ қилип, оңушлуқ вә маслашқан һалда бу механизмни ишқа кириштүргән болдуқ» деди.

у мунбич пиланидиму кечикишләрниң болғанлиқини, бирақ начар һава шараитлириға қаримастин мунбич пиланини иҗра қилиш сүритиниң тезлишиватқанлиқини қәйт қилди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң һазирму мунбичта икәнликини вә тәшкилатниң мунбичтин чекиниши керәкликини әскәртип, американиң билип вәйа билмәй күрт (корд) ләр билән террорлуқ тәшкилати й п г әзалирини охшаш дәп қаривалғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у сүрийәниң шәрқий шималида тәсис қилиниши пилан қилинған бихәтәр районға мунасивәтлик соалларға: «мәқсәт террористларға тәңпуң район қуруп бериш болса, түркийә буниңға қәтий қарши туриду» дәп җаваб бәрди.

у түркийәниң қайғулириға хитаб қилған бихәтәр районниң түркийә тәрипидинму қоллашқа еришидиғанлиқини, бихәтәр район пикриниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пилани икәнликини, бирақ американиң сабиқ пирезиденти барак обама һөкүмитиниң бу пиланға йеқинлашмиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر