әрдоған дөләтниң мудапиә иқтидарини үзлүксиз тәрәққий қилдүриватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «иттипақдашлиримизниң бәзидә йошурун вә очуқ ембарго йүргүзгән болушиға қаримай, мудапиә иқтидаримизни үзлүксиз тәрәққий қилдүриватимиз» деди.

2138391
әрдоған дөләтниң мудапиә иқтидарини үзлүксиз тәрәққий қилдүриватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған деңиз армийәси қоманданлиқ иштаби тәрипидин шәрқий ақ деңизда елип берилған «деңиз бөриси -2 / 2024» намлиқ маневирдикиләр билән дөләт мудапиә министири йашар гүләр арқилиқ телефонда көрүшти.

җумһур рәис әрдоған җумһурийәтниң 100 - йиллиқи мунасивити билән истанбул боғузида өткүзүлгән 100 парахотлуқ параттин өтүш паалийитиниң деңиз армийәсиниң иқтидарини йәнә бир қетим намайан қилғанлиқини әскәртип йәнә мундақ деди:

«дунйаниң тунҗи учқучисиз айропилан авийаматкиси болған <TCG Anadolu> ниң деңиз армийәмизгә қандақ имканийәтләрни қошқанлиқини һәммимиз бирликтә көргән болдуқ.  <TCG Anadolu> дин башқа армийәмизни техиму чоң авйаматкидин биригә игә қилиш үчүн хизмәтлиримиз давамлашмақта.   һава армийәмизгә һәссиләп көпәйтиш характерлиқ күч қошидиған бәшинчи әвлад уруш айропиланимиз <KAAN> йеқинда иккинчи қетимлиқ учушниму мувәппәқийәтлик тамамлиди. <Bayraktar TB3>,  <қизил әлма> вә <әнқа 3> ниң охшимиған синақлири давамлашмақта. иттипақдашлиримиз тәрипидин бәзидә йошурун вә очуқ ембарго йүргүзүлгән болушиға қаримай, мудапиә иқтидаримизни үзлүксиз тәрәққий қилдүриватимиз. тезгинәклик системилардин тартип һава мудапиәси, броник қуруқлуқ аптомобиллири вә електронлуқ уруш системилириғичә болған һәммә саһәдә қәтий ирадә билән күрәш қилмақтимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر