ирақниң шималида икки террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималидики мәтина районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинди.
2138342
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди:
«<террорчиларни издәп йоқитиш истиратегийәси> гә асасән, ирақниң шималидики мәтина районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинди. қәһриман қисимлиримиз районда әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр зәрбә бериш һәрикәтлирини қәтий ирадә билән кәскин давамлаштуриду.»