әрдоған чипрас билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә баш министири алексис чипрас билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1139526
әрдоған чипрас билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған өзиниң тәклипигә бинаән түркийәгә кәлгән вә пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан гиретсийә баш министири алексис чипрас  билән өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, гиретсийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к вә д һ к п – җ  лиқ террорчиларниң бихәтәр панаһ җайиға айлинип қелишини халимайдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийә билән гиретсийә оттурисида сақлиниватқан барлиқ мәсилиләрниң һаққанийәт асасида тинч йоллар билән һәл болидиғанлиқиға ишинимән.   гиретсийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к вә д һ к п – җ  лиқ террорчиларниң бихәтәр панаһ җайиға айлинип қелишини халимаймиз, 2016 – йили 15 – ийул күнидики һәрбий исйан урунушидин кейин гиретсийәгә қачқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң түркийәгә қайтуруп берилишини күтиватимиз, баш министир чипрас башчилиқидики гиретсийә һәйити билән елип барған учришишимизда, бу мәсилини  йәнә бир қетим оттуриға қойдуқ.»

байанатида, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиш мәсилиси тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «биз вәдимизгә қандақ әмәл қилсақ, йавропа иттипақидинму бизгә бәргән вәдисидә турушини күтүватимиз, җүмлидин, йавропа иттипақиниң түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиш тоғрулуқ бәргән вәдисигә әмәл қилишини күтиватимиз.»

гиретсийә баш министири алексис чипрас түркийә – гиретсийә оттурисидики дийалогниң сәмимий вә алаһидә әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийә билән районимиздики киризисларға мәһкум болуп қелишни халимаймиз, бу мәқсәттә түркийә даирилири билән сәмимий вә алаһидә әһмийәткә игә дийалог арқилиқ сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа тиришиватимиз.»

у йәнә, түркийә – гиретсийә мунасивәтлиридә иҗабий күнтәртип маддиси шәкилләндүрүштә мувәппәқийәткә еришкәнлилириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر