түркийәниң сүрийә чеграсида һәрбий паалийәтләр қойуқлашмақта

түркийәниң сүрийә чеграсидики террорчилар каридориға қарита һәрбий һәрикәт елип бериш һарписида чегра линиәсидики һәрбий паалийәтләр қойуқлашмақта.

1113875
түркийәниң сүрийә чеграсида һәрбий паалийәтләр қойуқлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бу даиридә чегра районға кечә – күндүз қисимлар вә һәрбий лазимәтликләр  әвәтилмәктә.

түрлүк қисимлардин хатайға әвәтилгән вә нарлиҗа 2 – чегра районни қоғдаш әтрити қоманданлиқ иштабидин йолға чиққан һәрбий аптомобиллар, һәрбийләрни елип маңған биронивиклар, танка қачиланған һәрбий аптомобиллардин тәшкил тапқан аптомобил әтрити бихәтәрлик тәдбирлири астида килис дөләтлик таш йолини бойлап  давамлиқ алға илгирилимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر