чавушоғлу америка әскәрлириниң сүрийәдин чекиниш қарари үстидә тохталди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка әскәрлириниң сүрийәдин чекиниш қарарини қизғин қарши алидиғанлиқлирини билдүрди.

1111311
чавушоғлу америка әскәрлириниң сүрийәдин чекиниш қарари үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу зийарәттә болуватқан малтада мухбирларниң соаллириға җаваб берип, америка әскәрлириниң чекиниш мусаписидә кординатсийәниң муһим икәнликини вә сүрийәдә бошлуқ пәйда болушиға рухсәт қилинмаслиқи керәкликини ейтти.

у сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқлирини тәкитләп: «узун вақиттин бери даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш қиливатимиз. американиң чекинишидә кординатсийә муһим» деди.

у: «даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш қилиш үчүн йәнә бир террорлуқ тәшкилатидин пайдиланмаслиқ тоғрисида агаһландурған идуқ. сүрийәдә й п г|п к к ға охшаш бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға һәр қандақ һәрикәт земини берилмәслики керәк» деди.

мәвлүт чавушоғлу сүрийәдә бу нуқтидин кейин, сийасий мусапиға диққәтни мәркәзләштүрүш керәкликини билдүрүп: «сүрийә үчүн асасий қанун комитетиниң 2019-йилниң бешида өткүзүлидиған йиғини, мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш үчүн муһимдур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر