чавушоғлу хәлқара мусапирлар келишими тоғрисида тохталди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәлқара мусапирлар келишиминиң қобул қилиниши тоғрисида тохтилип, «бу келишим, мусапирларниң мәсилилиригә әтраплиқ чарә тепиш йолида ташланған муһим бир йәршари характерлик қәдәмдур» деди.

1109003
чавушоғлу хәлқара мусапирлар келишими тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу, хәлқара мусапирлар келишиминиң қобул қилинишидин кейин б д т мусапирлар алий комиссарлиқи тәрипидин б д т мәркизий бинасида өткүзүлгән паалийәткә син көрүнүшлүк телеграмма йоллиди. у телеграммисида, «әпсуски, хәлқара җәмийәт бүгүнгичә мусапирларға вә йурт – маканидин мәһрун қилинған кишиләргә йардәм қилиш йолида тегишлик күч сәрп қилмиди. бу кишиләр азаб чекишни давамлаштурмақта, бирақ, азаб уларниң қисмити болуп қалмаслиқи, тинчлиқ ичидә иззәт – һөрмити билән йашийалиши керәк. мусапирларниң асаслиқ еһтийаҗлирини қамдишимиз вә уларни маарип, сәһийә вә хизмәт муһити йаритип беришимиз лазим. мусапирларға саһибханлиқ қилған дөләтләрниң вә җәмийәтләрниң дәрһал қоллап – қуввәтлинишкә еһтийаҗи бар» дегән ибариләргә орун бәрди.

маарипниң әһмийитини алаһидә тәкитлигән вә түркийәдә маарипниң биринчи орундики бир саһә икәнликигә ишарәт қилған чавушоғлу, бир әвладниң йоқап кәтмәслики вә мусапирларниң пәрзәнтлиригә техиму йахши келәчәк йаритип бериш үчүн һәр түрлүк тиришчанлиқни көрситиш керәкликини тәкитләп өтти вә сөзини давамлаштуруп, «хәлқара мусапирлар келишими бир пурсәт вә хәлқара җәмийәт әмди бикар турмаслиқи лазим. әң қисқа вақит ичидә һәрикәткә өтүшимиз керәк» деди.

келишимниң қобул қилинишиниң купайә қилмайдиғанлиқини, тәтбиқлинишиниң һәммидин муһим икәнликини әскәрткән чавушоғлу, барлиқ тәрәпләрниң дәрһал йүк вә мәсулийәтләрни ортақлишишиниң пәйтиниң кәлгәнликини билдүрди. у, алдимиздики йили чақирилидиған дунйа мусапирлар мунбири йиғинида конкерт лайиһәләрниң оттуриға қойулуши лазимлиқини тәкитләп, 4 милйондин артуқ йурт – маканидин мәһрум қилинған кишигә саһибханлиқ қиливатқан вә сүрийәликләргә 33 милйард доллардин артуқ пул сәрп қилған түркийәниң, тәййарлиқ басқучидикигә охшашла келишимниң иҗра қилиниши мусаписигиму һәмдәм болушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

мусапирлар вә мусапирларға саһибханлиқ қиливатқан дөләтләр билән йүк ортақлишишниң техиму адил болушини мәзмун қилған, мусапирлар мәсилисигә дунйави нуқтидин қариған хәлқара мусапирлар келишими түнүгүн б д т омумий кеңишидә қобул қилинди.

181 дөләт қоллап беләт ташлиған келишимгә америка қошма иштатлири билән венгирийә қарши чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر