әрдоған: «фират дәрйаси» ниң шәрқидә вәзийәтни тинҗитимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмидики районларда вәзийәтни тинҗитиш, муқимлиқ һәм бихәтәрлик орнитиш ирадилириниң қәтийликини ейтти.

1106880
әрдоған: «фират дәрйаси» ниң шәрқидә вәзийәтни тинҗитимиз

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр вә көзәткүчи дөләтләрниң асасий қанун вә алий сот мәһкимилириниң истанбулдики долмабаһчә сарийида өткүзүлгән тунҗи нөвәтлик әдлийә йиғинида қилған сөзидә, мундақ деди: «тәл рифаттин африн районида вәзипә өтәватқан қисимлириға қилинған хаинларчә һуҗум, бизниң <фират дәрйаси> ниң шималий қисмиға һәрбий һәрикәт елип бериш тоғрулуқ чиқарған қараримизниң интайин тоғра икәнликини испатлайду. америка қошма иштатлириға шундақ агаһландурушта болимәнки, әгәр мунбич райони террорчи     лардин тазиланмиса, биз у йәргә кирип тазилаймиз. бәзиләр мунбич һекайилири билән бизниң диққитимизни башқа йаққа буруветишкә урунуватиду, әмма улар шуни билиши керәкки, сүрийәдә ташаватқан қәдәмлиримиз арқилиқ биз өзимизниң бихәтәрликинила әмәс, пүткүл ислам үммитиниң вә барлиқ инсанийәтниң иззәт – һөрмитини қоғдаватимиз.»

түркийәниң «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмидики террорчиларниң увисиға мудахилә қилиш мәсилисидә толиму кечикәкәнликини ейтқан җумһур рәис әрдоған, буниңдин кейин бир күнму кечикип қелишқа сәвр – тақитиниң йоқлуқини әскәртиш билән бир вақитта, «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмидики террорчиларниң асаслиқ макани һесаблинидиған синҗар вә қараҗақ теғи районлириғиму түнүгүн кәчтә һава һуҗуми елип берилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дөлитимизниң сүрийә чеграсидики районлиримизға нисбәтән тәһдит тәшкил қиливатқан синҗар вә мәһмур районлириниң етәклиридики қараҗақ теғиға һәрбий һәрикәт елип бардуқ, буниң давами чоқум келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر