чавушоғлу билән помпейо әнқәрә әсәнбоға айродурумида көрүшти

чавушоғлу 2-өктәбир сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисиға киргәндин кейин йоқап кәткән журналист җәмал кашикчи вәқәси тоғрисида мәлумат елиш үчүн әнқәрәгә йейип кәлгән америка ташқи ишлар министири помпейо билән көрүшти.

1070619
чавушоғлу билән помпейо әнқәрә әсәнбоға айродурумида көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавуғоғлу билән америка ташқи ишлар министири майк помпейо әсәнбоға айродурумида көрүшти. икки министирниң көрүшүши тәхминән 40 минут давам қилди.

мәвлүт чавушоғлу америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән көрүшүшини ахирлаштуруп, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал кашикчи вәқәсини тәкшүрүш даирәсидә, сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулхана туралғулириниңму ахтурулидиғанлиқи үстидә тохталди. у: «наһайити әпсус түнүгүн (16-өктәбир) кәчтә консулхана туралғулирини тәкшүрүш мумкин болмиди. сәудийлиқ хадимлар хадимлири баш консулниң өйиниң консулхана ичидә икәнликини ейтти. бүгүн (17-өктәбир) баш консулниң өйиниң ахтурулушини үмид қилимиз» деди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң помпейо билән көрүшкәндә сүрийәниң мунбич райони үчүн униңға: «силәрниң қийинчилиқлириңлар болса, террористларни биз тазилаймиз» дегәнликини билдүрди.

у түркийә-америка мунасивәтлиринитилға елип: «ембарголар қалаймиқан нәрсиләрти. әмди мунасивәтлиримиздә ембарго йали униңға охшайдиған ишларниң болмаслиқи мәсилисидә пикримиз охшаш» деди.

көрүшүштин кейин, майк помпейо вә һәмраһлиқидики һәйәт түркийәдин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر