әрдоған нйу йоркта б д т баш катипи гутеррес билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нйу йоркта бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррес билән көрүшти.

1056052
әрдоған нйу йоркта б д т баш катипи гутеррес билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңишиниң 73 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн нйу йоркқа барған җумһур рәис әрдоған, б д т баш катипи антонио гутеррес билән көрүшти؛ җумһур рәислик сарийи мәнбәлиридин игиләнгән учурға асасланғанда, учришишта, түркийә билән б д т  арисидики йеқин һәмкарлиқни техиму күчләндүрүш ирадиси тәкитләп өтүлгәндин башқа, дунйа вә районға алақидар бәзи муһим мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулған.

б д т баш катиплиқ ишханисиму, җумһур рәис әрдоған билән антонио гутерресниң б д т баш мәркизидики учришиши тоғрисида йазма байанат елан қилип, «баш катип, түркийәниң 3 йерим милйондин артуқ мусапирға саһибханлиқ қиливатқанлиқи, б д т  вә түркийә – б д т  арисидики мукәммәл һәмкарлиққа йуқири баһа бәрди. баш катип билән җумһур рәис әрдоған, сүрийәдики вәзийәт тоғрисида сөзләшти. баш катип, идлибта қораллардин халийлаштурулған бир район тәсис қилиш үчүн (сочида) 17 – сентәбирдә (русийә пирезиденти виладимир путин билән) имзаланған келишимдин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر