әрдоған нйу йорктики паалийәтлирини башливәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сүрийәдә бихәтәр районларни көпәйтишни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1055303
әрдоған нйу йорктики паалийәтлирини башливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә вақти саәт 23:00 әтрапида америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиригә йетип берип, түркийә – америка миллий йетәкчилик қилиш комитетиниң йиғиниға қатнашти вә түрк вә мусулман топлуқларға хитаб қилди.

дөләтлиридә йүз бәргән киризистин қечип түркийәгә кәлгән сүрийәликләрниң 260 миңиниң вәтинигә қайтқанлиқини әскәрткән әрдоған, «ахирқи қетимлиқ идлиб киризисидикигә охшаш бирму пуқраға зийан йетип қалмаслиқи үчүн, дипломатик саһәдә күчлүк тиришчанлиқ көрсәттуқ. бу тиришчанлиқлиримизниң һосулини елишниму башлидуқ» деди.

у сөзини давамлаштуруп, «иншааллаһ алдимиздики мусапидә фират (дәрйаси) ниң шәрқиниму өз ичигә алидиған шәкилдә сурийә ичидики бихәтәр районларни көпәйтишни давамлаштуримиз. дөлитимизгә қарши террорлуқ тәһдити түгигүчә, сүрийәниң келәчикигә йаман ғәрәз билән йеқинлишиватқан шайкиларниң йилтизи қомуруп ташланғучә күришимизни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

арқидин «тунҗи қиблимиз қудусни, ишғалчиларниң вә пәләстинликләргә дөләт террори йүргүзүватқанларниң ихтираслириға ташлап қоймаймиз. исраилийә вә америка даирилириниң қудусниң иззәт – абруйини айақ – асти қилиш қилмишлириға қарши күришимизни дипломатийә саһәсидә әң йуқири дәриҗидә елип баримиз» дегән сөзлири билән пәләстин мәсилиси тоғрисидиму тохталған әрдоған, араканлиқ мусулманларниң күлпәтлирини хатириләткән һалда, «барлиқ бу мәсилиләрниң чиқмас йолға кирип қелишида б д т  хәвпсизлик кеңишигә охшаш дунйаниң тинчлиқ вә муқимлиқиниң капаләтчиси болған органларниң аҗизлиқиниң рол ойниғанлиқини әлвәттә қобул қилимиз. бу органлар қурулмисиниң тәқәззасиға асасән, көпинчә вақитларда дунйаниң тинчлиқидинму бәкрәк муәййән күчләрниң мәнпәәтлириниң муһапизәт қилинишиға хизмәт қилидиғанлиқини билимиз» деди.

у йәнә, «мәзһәп йаки етник җәһәттики охшимаслиқлиримизға тоқунуш йаки үстүнлүк талишишниң васитиси әмәс, үммәтниң рәңдарлиқиниң, байлиқиниң символлири, дәп қараймиз. башқа динларға етиқад қилғучиларни чәткә қақмастин, инсанларниң ортақ мәнпәәтлири әтрапида учришишниң йоллирини издәймиз» деди.

әрдоған, араканлиқ мусулманларниң йеқинқи мәзгилләрдә сийасәткә вә алдимиздики сайламларға болған қизиқишиға йуқири баһа беридиғанлиқини қәйт қилип, «(нойабир ейидики) сайлам нәтиҗисидә - иншааллаһ - наһайити көп қериндишимизни вәкиллик вә қарар чиқириш орунлирида көридиғанлиқимизға ишинимән» деди.

әрдоған арқидин «түркән вақфи әнәниви тонутуш зийапити» гә  иштирак қилип, түркәнниң пәқәт түркийәдин америка қошма иштатлириға барған оқуғучиларниң академик, иҗтимаий вә илмий хизмәтлиригә һәссә қошуш биләнла қалмай, түрк – америка иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң өзара һәмкарлиқлирини күчәйтиш үчүн мунбәт бир мунбәр болуш вәзиписини ада қилидиғанлиқини ейтти.

 әрдоған, бу йәрдики сөзидиму ислам җуғрапийәсиниң қериндаш җедәллири вә ички тоқунушлар арқилиқ күнтәртипкә келишиниң әпсуслинарлиқ бир әһвал икәнликини қәйт қилип, һәқиқәтәнму қийин күнләрниң баштин кәчүрүлүватқанлиқини әскәрткән һалда, «һәркүни гуваһ болуп турған ишлиримиз алдида һәм инсанлиқимиз, һәм қериндашлиқимиз синалмақта. әсирләр бойичә инсанийәтниң илим, ерпан вә һекмәт мәркизи болған қәдимий шәһәрләр әпсуски бүгүнки күндә қан вә көз йашлири билән хатириләнмәктә. әсирләр бойичә илим ашиқлириниң тәшналиқини қандуруп кәлгән мәшһур мусул кутупханиси , ишғалчиларниң қолида гойа бир харабиликкә айланди. бағдад кутупханисиниң һәр бири бир хәзинигә тәңдаш миңларчә надир китаби йа йоқитип ташланди йаки оғрилинип чәт әлләргә елип кетилди. нөвәттә һәләбниң, дәмәшқниң, һаманиң, траблусниң, сәнаниң тоқунушлар билән күнтәртипкә келиши нәқәдәр азаблиқ!...»

«түркийәниң даеш вә п к к террорчилириға қарши елип барған йоллуқ һәрикәтлирини әйибләш йамғуриға тутқанлар, дөләт террори йүргүзүватқан һакимийәт вә түзүмләргә қарши һечбир қәдәм ташлимайватиду» дегән әрдоған, «қоллириға кәлтүрүшкән һәр бир пурсәттин дөлитимизни әйибләш үчүн пайдиланғанлар, нөвәт исраилийәгә кәлгәндә, исраилийә садир қилған җинайәтләргә кәлгәндә, әпсуски пүткүл сәзгүрлүклирини ишкапқа селип қойушиватиду» деди.

мушуниңға охшаш бир бипәрвалиққа йеқинқи 7 йилдин буйан сүрийәдә гуваһ болунғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, дунйа дөләтлириниң урушлар тоғрисида еғизлирини ачқинида пәқәт химийәлик қораллар тоғрисидила тохталғанлиқлирини, пәқәт химийәлик қоралларға қарши позитсийәлирини оттуриға қойуп келиватқанлиқини қәйт қилди  вә «химийәлик қораллар билән қанчә адәм өлди? йүз, икки йүз, үч йүз, бәш йүз, миң, икки миң, бәш миң икәнликини көрисиләр. әмма адәттики қораллар билән қанчилик адәм өлди? йүз миңларчә. йүз миңларчә адәм өлтүрүлгән бир районда, адәттики қоралларға қарши дунйаниң бир нәрсә дегәнликини аңлидиңларму?» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر