рәҗәп таййип әрдоған олтурған айропилан 3-айродурумға қонди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған олтурған "TC-ANK" намлиқ айропилан 21-ийун (пәйшәнбә), йеңидин йасиливатқан вә дунйадики әң чоң айродурум лайиһәси һесаблинидиған истанбул 3-айродурумиға қонди.

997199
рәҗәп таййип әрдоған олтурған айропилан 3-айродурумға қонди
istanbul yeni havalimani3.jpg
istanbul yeni havalimani2.jpg
istanbul yeni havalimani1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: "TC-ANK" намлиқ җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған олтурған айропилан узунлуқи 3750 метир, кәңлики 60 метир келидиған вә барлиқ қурулуши ахирлашқан учуш йолиға қонди. рәҗәп таййип әрдоған айропиланниң қонуш җәрйанида учқучилар бөлүмидә иди.

рәҗәп таййип әрдоғанни йеңи айродурумда, қатнаш министири әһмәт арслан, учқучилар вә айродурум ишчилири қизғин күтүвалди. рәҗәп таййип әрдоған болса, мурасим әһлигә салам бәрди.

айродурумда рәҗәп таййип әрдоғанниң айропиланини күтүп туруватқан пажарни хадимлири айродурумға тунҗи болуп қонған айропиланға су пүркүш әнәниси бойичә күтүвалди. рәҗәп таййип әрдоғанниң айропилани икки тәрәптин су пүркүватқан аптомобилларниң оттурисидин өтти.

рәҗәп таййип әрдоған бу йәрдә қилған сөзидә, катта айродурум йасашниң хушаллиқини йашаватқанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

"барлиқ айродурум хизмәтчилирини, енженерлиридин бинакарлириғичә болған айродурум қурулушиға күч чиқарған һәммә кишиләрни тәбрикләймән. һәқиқәтәнму учуш йоллири, чирағлири, биналири билән наһайити катта айродурумға игә болдуқ. хәлқимиз вә дөлитимиз һәмдә инсанийәт үчүн айродурумимизниң хәйрилик болушини аллаһтин тиләймән, хәлқимгә чин қәлбимдин чоңқур салам йоллаймән."

айродуруминиң 1- қисми түркийә җумһурийитиниң қурулуш йили болған 29-өктәбирдә хизмәткә кириштүрүлиду. буниңда, күнлүки 3500 қетим учуш-қонуш имканийити, 100 миң кивадрат метирлиқ күндилик паалийәт мәйдани, 25 миң аптомобил сиғидиған гәрәж, 42 километирлик йүк-тақ системиси, 143 йолучилар көврүки, 5.5 милйон тонна йүк тошуш сиғимчанлиқи, 62 километирлиқ бихәтәрлик чәмбиригә игә.

айродурумниң 73 милйард лиралиқ иқтисадий үнүм вә 225 миң кишигә хизмәт имканийити йаритидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر