мәнбич һәққидә йеңи байанат

әнқәрәдә чақирилған сүрийә темилиқ йиғинда, түркийә – америка хизмәт гурупписи йол хәритисиниң нуқтилиқ йонилишлири бәлгиләп чиқилди.

979377
мәнбич һәққидә йеңи байанат

түркийә авази радийоси хәвири ташқи ишлар министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, сүрийә темилиқ түркийә америка хизмәт гурупписиниң сүрийә вә һәр икки тәрәпкә мунасивәтлик башқа һәмкарлиқ темилиридики музакириләрни давамлаштуруш мәқситидә түнүгүн әнқәрәдә йиғин чақирилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «һәр қайси тәрәпләр мәнбичтә бихәтәрлик вә муқимлиқни ишқа ашуруш үчүн орнитилидиған һәмкарлиқ йол хәритисиниң нуқтилиқ йөнилишлирини бәлгиләп чиқти» дейилди.  

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу вә америка ташқи ишлар министири майк помпийонниң хизмәт гурупписиниң тәвсийәлиригә қарап чиқиш үчүн 4 - ийунда қайтидин бир йәргә җәм болидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر