түркийә, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси тәкшүрүш комитетиниң 24 – ийунда өткүзүлидиған муддәттин бурунқи сайламға алақидар байанатиға наразилиқ билдүрди.

958292
түркийә, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисигә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси тәкшүрүш комитетиниң 24 – ийунда өткүзүлидиған муддәттин бурунқи сайламға алақидар байанатиниң әң йадролуқ игилик һоқуқ вә демократийә пиринсиплириға зит икәнликини билдүрди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси тәкшүрүш комитетиниң түркийәдики сайламларға даир байанатиға мунасивәтлик бир соалға йазма җаваб қайтурди.

байанатчи һами ақсой, комитетниң 24 – ийунда өткүзүлидиған сайламниң кечиктүрүлүшини тәвсийә қилиш арқилиқ йәнә бир қетим әпсуслинарлиқ бир байанат елан қилғанлиқини тәкитләп, «йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси тәкшүрүш комитетиниң сийасий характергә игә бу байанати әң йадролуқ игилик һоқуқ вә демократийә пиринсиплириға зиттур. (бу байанат) миллитимизниң ирадисини әкс әттүридиған түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң қарарлирини нәзәрдин сақит қилмақтидур» дегәнләрни қәйт қилди.

ақсой, буниңдин илгириму бир қанчә қетим тәкитләп өтүлгинидәк, түркийәниң террорға қарши һәқлиқ күриши тәқәза қиливатқан җиддий һаләт түзүминиң  көп санлиқчи вә һәқиқий мәнидики демократик сайламларниң өткүзүлүшигә тосалғу болмайдиғанлиқини тәкитләп, «хели көп дөләттә җиддий һаләт түзүми әснасида сайлам өткүзүлди. буниң әң йеңи мисаллиридин бирини 2017 – йили фирансийәдә өткүзүлгән сайламлар шәкилләндүрмәктә. түркийәдә өткүзүлгән барлиқ сайламларниңму демократик, әркин, адил вә очуқ – ашкара икәнлики хәлқара күзитиш доклатлири арқилиқ җәзмләштүрүлгәндур. нөвәт түркийәгә кәлгәндә, әқли галлишип қалидиған тәрәпләрниң бу хил (хата) мөлчәрләргә тайанған қарашлири, түркийәгә қаритилған қош өлчәмлик тонушниң әпсуслинарлиқ йеңи бри үлгисидур» деди.

байанатчи ақсой йәнә, «йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси байриқи астида террор билән һәмкарлиқ орнитип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә гумаштиси п й д ниң сабиқ  башлиқи салиһ муслимға сөз қилиш пурсити бәргән бу тонушниң, дөлитимизгә демократийә дәрси өтүшкә һәққи вә салаһийити йоқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

ақсой, түркийәдә сайламларниң қачан өткүзүлидиғанлиқиға пәқәт вә пәқәт хәлқниң ирадиси билән сайланған парламентниң қарар қлидиғанлиқини тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر