әрдоған өсмүрләрниң зийаритини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өсмүрләрниң көзлиридә парлаватқан нурни көргинидә кәлгүсигә болған үмидиниң техиму ашидиғанлиқини ейтти.

957107
әрдоған өсмүрләрниң зийаритини қобул қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған 23апрел миллий мустәқиллиқ вә балилар байрими мунасивити билән маарип министири исмәт йилмаз вә униң һәмраһлиқидики өсмүрләрниң зийаритини қобул қилди. 

әрдоған җумһур рәислик орундуқини байрамлиқ символ орнида, 12 йашлиқ фатиһ минташқа бошитип бәрди вә униңға «пирезидент җанаблири» дәп хитаб қилди.

әрдоған өсмүрләргә сөз қилип: «үмид қилимизки, һәм истиқбал, һәм истиқлал күришимиздә силәрниң техиму охшимиған муһим орниңлар болиду. силәр миллитимизниң динамик күчи болидиған инсанларни тәшкил қилисиләр. дунйада нопусиниң йаш болуши нуқтисидин еғир салмаққа игә намзат дөләт болған түркийәдур вә силәр униң әвришкилири» деди. 

буниңдин кейинки хизмәт нишаниниң иқтидарлиқ инсан йетиштүрүш болидиғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «силәр бизниң намзатлиримиз, силәрниң утуқлириңлар бизниң утуқимиз болиду, шуңа силәргә толуқ ишинимиз вә силәрниң утуқлириңлар билән махтинимиз» деди.  

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәнә: «силәрниң көзлириңлардики шу парлаватқан нурлар мениң кәлгүсигә болған ишәнчимни техиму ашуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر