ибраһим калин америкини мунбич мәслисидә вәдисигә әмәл қилишқа чақирди

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин америкиниң мунбичқа даир түркийәгә бәргән вәдисигә әмәл қилиши керәкликини ейтти.

933810
ибраһим калин америкини мунбич мәслисидә вәдисигә әмәл қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһиим калин қатарниң әлҗәзирә ингилизчә қанилиға байанат бәрди.

түркийә армийәсиниң африн районини п к к / п й д й п г вә даеш терролуқ тәшкилатлиридин қутқузуш һәрикити үстидә тохтилип, иккинчи қәдәмниң болса, районниң бихәтәрликини ишқа ашуруш болидиғанлиқини, чүнки һазирму шәһәрниң бәзи районлирида миналар вә тозақ қурулған бомбиларниң барлиқини ейтти.

түркийәниң афринни өз игилиригә қайтуруп беридиғанлиқини тәкитлигән ибраһим калин, 2016йили 24 - авғусста башлинип, тәхминән 7 ай давамлашқан фират қалқини һәрикитини мисал көрсәтти. 

африн хәлқиниң өз өйлиригә тинч аман қайтиши вә турмушлирини давамлаштуруши үчүн түркийәниң пилан түзгәнликини билдүрүп, «әгәр афринниң қутқузулғандин кейинки әһвали билән мусул вә раққәниң қутқузулғандин кейинки әһвалиға қарайдиған болсиңиз, әмәлийәтни ениқ көрүвалалайсиз. шәһәр өз пити қоғдап қилинди. шәһәрни бомбардиман қилмидуқ. пуқраларниң һайатиға зийан йетишиниң алдини елиш, ибадәтханилар вә тарихий җайларға зийан салмаслиқ үчүн интайин диққәт қилдуқ» деду.

америкниң йаридими билән мунбични ишғал қилған п к к/ п й д й п г террорчилириниң мунбични ташлап чиқип кетидиғанлиқиға даир америка өзи вәдә бәргән болуп, ибраһим калин америкиға бу вәдилирини әсләтти вә бу мәсилини америка билән сөзлишиватқанлиқини ейтти.

ибраһим калин мунбичниң бир әрәб шәһири икәнликини тәкитлиди. мунбичниң бошитилиши һәққидә америка билән келишим түзгәнликини әскәртип, «әмди бу келишимниң иҗра қилинишини күтиватимиз. әгәр бу келишим ишқа ашурулса, америка билән қариму - қарши һалға кәлмигән болимиз. шуңа һазир америкиниң рәққә һәрикити түгигәнгә ейтқандәк бу террролуқ унсурлирини райондин чекиндүришини күтмәктимиз» деди.

ибраһим калин америка ташқи ишлар министириниң алмаштурулғанлиқиниң түркийә америка мунасивәтлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи үстидиму тохтилип, «дөләт ишлирида изчиллиқ асастур. министирлар вә мәсуллар алмишиши мумкин, бирақ нуқтилиқ сийасәтләр өзгәрмәйду, дәп қараймиз. америкилиқ мәнсәпдашлиримиз билән түзгән келишимләрниң давамлишишини үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر