афринда бир әскәр шеһит болди, бир тәрәп қилинған җәмий террорчи сани 3530 ға йәтти

түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида давамлаштуруватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити җәрйанида бир әскәр шеһит болди.

931019
афринда бир әскәр шеһит болди, бир тәрәп қилинған җәмий террорчи сани 3530 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити баш қоманданлиқ иштаби байанат берип, «зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә 2018 – йили 15 – мартта афринда чарлаш хизмити елип бериливатқан әснада йәрлик усулда йасалған бир партлатқуч партлап, бир қәһриман сәпдешимиз шеһит болди» дегәнләрни қәйт қилди.

бу җәрйанда, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида давамлаштуруватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә бир тәрәп қилинған террорчи сани 3530 кә йәтти.

баш қоманданлиқ иштабиниң байанатида көрситилишичә, чегра бойи вә районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш, муқимлиқни сақлаш, сүрийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан африн районидики п к к / п й д вә даеш террорчилирини бир тәрәп қилип, дост вә қериндаш район хәлқини бесим вә зулумдин қутулдуруш мәқситидә 20 – йанварда башланған һәрикәт үзлүксиз давамлашмақта икән.   

 байанатта, зәйтун шехи һәрбий һәрикити башлиған 20 - йанвардин буйан бир тәрәп қилинған террорчи саниниң 3530 кә йәткәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر