түркийә армийәси террорчиларниң нишанлирини битчит қиливәтти

түркийә армийәси ирақниң шималида елип барған һава һуҗумлири арқилиқ террорчилар панаһ җай, истеһкам вә қорал - йарағ искилатлири сүпитидә ишләткән 8 нишанни йәр билән йәксан қиливәтти.

910109
түркийә армийәси террорчиларниң нишанлирини битчит қиливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: баш иштаб башқармисиниң билдүрүшичә, ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит нишанларға давамлиқ зәрбә бериливатқан болуп, бу даиридә ирақниң шималидики синас – һафтанин мәтина, гара, авашин вә басйан районлирида чарлаш вә көзтиш васитилири арқилиқ сақчиханилар вә һәрбий базиларға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши һава һуҗумлири елип берилған, бу җәрйанда террорчилар панаһ җай, истеһкам вә қорал - йарағ искилатлири сүпитидә ишләткән 8 нишан йәр билән йәксан қиливетилгән.

һава һуҗумлириға қатнашқан уруш айропиланлири вәзипилирини мувәппәқийәтлик тамамлиғандин кейин бихәтәр һалда базилириға қайтқан.

түркийә армийәси алдинқи күниму ирақниң шималидики синас – һафтанин районида һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши һава һуҗумлири елип берип, террорчилар панаһ җай, истеһкам вә қорал - йарағ искилатлири сүпитидә ишләткән 16 нишанни йәр билән йәксан қиливәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر