қәйсәридә бир даеш террорчиси қолға чүшти

қәйсәридә хәлқаралиқ тутуш бойруқи чиқирилған бир даеш террорчиси қолға чүшти.

890573
қәйсәридә бир даеш террорчиси қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: қәйсәридә террорлуқ тәшклатлири әзалирини тутуш һәрикәтлири даирисидә, 7 – йанварда даеш террорлуқ тәшкилати әзалириға қарита елип берилған тәкшүрүштә, террорлуқ җинайити билән белгийә әдлийә тармақлири тәрипидин мәмликәткә қайтуруп келиш мәқситидә, хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқирилған, әсли алҗирийәлик белгийә пуқраси «A.G.» вә униң сүрийәлик айали «M.A.» назарәткә елинди.

10 күн тутуп туруш муддити тошқандин кейин, террорлуқ тәшкилати даешқа әза болуш җинайити билән әйиблинип, барлиқ рәсмийәтлири тамамланғандин кейин, «A.G.» билән «M.A.» әтигән сәһәрдә дохтурларниң тәкшүрүшидин өткүзүлди.

гумандар «A.G.» билән «M.A.» дохтурларниң тәкшүрүшидин кейин, сотқа йоллап берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر