түркийә диний ишлар фонди җәмийити араканлиқларға йардәм қилишни башлиди

бирма армийәси  25 – авғуста «қораллиқ күчләргә қарши күрәш» дегәнни баһанә қилип, араканлиқ пуқраларни өлтүрүшкә башлиғандин буйан миңлиған мусулман һайатидин айрилған иди.

806307
түркийә диний ишлар фонди җәмийити араканлиқларға йардәм қилишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар фонди җәмийити баңладишта панаһлиниватқан араканлиқ мусулманларға йардәм қилиш үчүн баңладиш һөкүмитидин керәклик рухсәтләрни алди.

түркийә диний ишлар фонди җәмийити мәсуллиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, түркийә диний ишлар фонди җәмийити рухсәт елиш билән тәңла араканлиқларға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири тарқитишни башлиған.

бирма армийәси 25–авғустта «қоралиқ күчләргә қарши күрәш» дегәнни баһанә қилип, араканлиқ пуқраларни өлтүрүшкә башлиғандин буйан миңлиған мусулман һайатидин айрилған иди.

бирма һөкүмити районға кирип-чиқишни чәклигәнлики сәвәбидин һайатидин айрилған пуқраларниң толуқ санини ениқлаш мумкин болмай кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر