калин германийә сийасәтчилири тоғрисида байанат елан қилди

ибраһим калин германийә сийасәтчилириниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тоғрисида елан қилған байанатлириниң, йавропада һөкүм сүрүватқан қош өлчәмләрниң әң конкрет испатлири икәнликини ейтти.

761844
калин германийә сийасәтчилири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин бәзи германийә сийасәтчилириниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һамбург зийаритигә тосалғу пәйда қилмақчи болғиниға қарши йазма байанат елан қилди.

у йазма байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң G-20 йиғиниға қатнишиш үчүн германийәниң һамбург шәһиригә бериштин бурун бәзи германийә сийасәтчилири елан қилған иғвагәрчилик вә йаман нийәт йошурунған байанатларни қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди. у: «һәр даим демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинлик һәққидә түркийәгә дәрс беришкә урунидиған, террорлуқ тәшкилатлириға, һәрбий өзгириш қозғиғучиларға вә қанун торидин қачқанларға қанат йапқанларниң, һөрмәтлик җумһур рәисимизниң пуқралиримиз билән учришишиға тосқунлуқ қилишқа урунушлири йавропада һөкүм сүрүватқан қош өлчәмләрниң әң конкрет испатидур» деди.

ибраһим калин демократийәгә ишинидиғанлиқлирини дәва қилидиған бу кишиләрниң түркийә демократийәсини йоқ қилишни арзу қилғанларни қоллашниң орниға, түркийә дөлити вә хәлқни қоллшни тәкитлиди. у мундақ деди:

«йавропа билән болған мунасивәтлиримиздики барлиқ сәлбий өзгиришләргә қаримай, иҗабий позитсийәсини намайан қилған һөрмәтлик җумһур рәисимизниң чәт әлдә йашаватқан пуқралиримиз билән учришишиға һәр қандақ сәвәб билән тосқунлуқ қилишқа урунуш, достлуқ вә иттипақдашлиқ пиринсиплириға уйғун әмәс. германийә даирилириниң 16-апрелда өткүзүлгән асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш реферандуми мусаписидә өткүзгән кишини вәһимигә салидиған хаталиқлирини тәкрарлимаслиқни үмид қилимиз. шуниң билән биргә, тарихий бир қанчә йүз йилға тутишидиған түркийә-германийә мунасивәтлириниң қисқа муддәтлик сайлам һесаб-китаблириға қурбанлиқ қиливетилмәслики керәкликини йәнә бир қетим уларниң сәмигә салимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر