йилдирим: һечким түркийәни давамлаштуруватқан мәдәнийәт сәпиридин тосуп қалалмайду

баш министир бинали йилдирим, рамизан ейидики һәмкарлиқ роһиниң дөләтниң пүткүл җайлирида изчиллиқини сақлап қелишини тилиди.

757817
йилдирим: һечким түркийәни давамлаштуруватқан мәдәнийәт сәпиридин тосуп қалалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: бинали йилдирим, коҗаәлиниң гәбзә наһийәсидә хәлқ билән бирликтә қилған коча иптарида сөз қилип, 15 йилда түркийәниң пүткүл шәһәрлирини тәрәққий қилдурғанлиқлирини билдүрди.

түркийәниң зорийишни давамлаштуруватқанлиқини тәкитлигән йилдирим, «санаәттә %6 лик ешиш давам қилмақта. түркийә (иқтисадий җәһәттә) зорайғансери байашатлиқ ашиду, байашатлиққа әгишип дөлитимиз тәрәққий қилиду. ешиш пүтүн дөләт үчүн муһим. експортимиз 15 йилда топтоғра 4 һәссә ашти» деди.

терроризмға қарши күрәш тоғрисидиму тохталған йилдирим, «һечким, (дөләт) ичи – сиртидики һечбир йаманлиқ мәркизи түркийәни бу мәдәнийәт сәпиридин тохтитип қалалмайду, буниңға күчи йәтмәйду. бирликимизгә, қериндашлиқимизға, дөлитимизниң муқимлиқиға һуҗум қилған хаинларға йол йоқ. хийанәт қилтақлири, террорлуқ сенарийәлири... бу дөләтниң йолини һечким тосуп қалалмайду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر