мудапиә министири ишиқ: F-16 ларниң орниға йәрлик уруш айропиланлиримиз сәплиниду

түркийә, 2030 – йилидин илгири F-16 ларниң орниға өзиниң уруш айропиланлирини сәпләйду.

757612
мудапиә министири ишиқ: F-16 ларниң орниға йәрлик уруш айропиланлиримиз сәплиниду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири фикри ишиқ, конйа үчинчи асасий һава армийә базиси қоманданлиқидики әскәрләр билән бирликтә иптар қилди. иптар әснасида түркийә мудапиә санаити саһәсидики өзгиришләр тоғрисида тохталған ишиқ, «техи түнүгүнгичә пүткүл әслиһәлиримизни сирттин алаттуқ, нөвәттә әслиһәләрниң %65 ни йәрлик имканийәтләргә тайинип ишләпчиқармақтимиз» деди.

ишиқ, түркийәниң нишаниниң 2019 – йилиниң ахириғичә %85 дин артуқ һәрбий әслиһәниң йәрлик имканийәтләргә тайинип ишләпчиқирилишини әмәлгә ашуруш икәнликини қәйт қилған һалда, түркийәниң алдимиздики мәзгилдә йетишни пиланлиған икки чоң нишаниниң барлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, «нишанлиримизниң бири, уруш айропилани ишләпчиқириш. нөвәттә лайиһә наһайити йахши илгириләватиду. иншааллаһ, 2023 – йили тунҗи синақ учушни әмәлийштүргән болимиз, 2030 – йилиға бармай туруп, F-16 ларниң орнида өзимизниң миллий уруш айропиланлиримизни учурушни башлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر