җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанға кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрлүк учришишларни елип бериш үчүн «җан» намлиқ мәхсус айропиланға олтуруп әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға йүрүп кәтти.

1050000
җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанға кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанни  ататүрк айродуруми дөләтлик меһмансарийидин муавин җумһур рәис  фуат октай, истанбул валийси васип шаһин вә бәзи мунасивәтлик даириләр узитип қойди.

дөләт мудапиә министири һулуси ақарму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә бакуға йүрүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر