түркийә – қирғизистан мунасивәтлири

түркийә – қирғизистан мунасивәтлири вә түркийәниң ташқи сийаситигә болған тәсирлири.

1085211
түркийә – қирғизистан мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: оттура асийа райониниң һалқилиқ дөләтлиридин бири болған қирғизистан җумһурийити билән түркийә җумһурийити оттурисидики дипломатик мунасивәтләр һәр садәдә күнсери тәрәққий қилмақта.

түркийә 1991 – йили 16 – декабир күни қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқини етирап қилған тунҗи дөләт болди. икки дөләт оттурисида 1992 – йили 29 – йанвар күни дипломатик мунасивәт орнитилди. 1992 – йили һәм бишкәк һәм әнқәрә баш әлчиханилири ечилди.

түркийә билән қирғизистан оттурисидики мунасивәтләр нөвәттә истиратегийәлик һәмраһлиқ сәвийәсигә йәтти. икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр, сийасий, иқтисадий, сода, һәрбий, мәдәнийәт, маарип, сағламлиқ, қатнаш қатарлиқ саһәләрдики көп тәрәплик мунасивәтләргә асаслиниду. бу мунасивәтләр, 200 дин артуқ келишим вә келишим лайиһәлиридин тәшкил тапқан кәң даирилик қанун – бәлгилимиләр даирисидә давамлаштурулмақта.

икки дөләтниң рәһбәрлири тәрипидин 1997 – йили «әбәдий достлуқ вә һәмкарлиқ келишими» имзаланди. 1999 – йили «түркийә билән қирғизистан 21 – әсирдә бирликтә һәрикәт қилиду» тәриқисидики байаннамә елан қилинди. 2011 – йили «истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши қурулғанлиқиға алақидар ортақ байаннамә» имзаланди. бу һөҗҗәтләр бүгүнки күндә икки дөләт оттурисидики истиратегийәлик һәмраһлиқниң асасини тәшкил қилиду. икки дөләт оттурисида һазирғичә болупму дөләт башлиқлири сәвийәсидә көплигән алий дәриҗилик рәһбәрләр зийарәтлири ишқа ашурулди.

түркийәниң қирғизистанда наһайити муһим лайиһәлири бар болуп, йеқинда түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин пайтәхт бишкәктә ишқа кириштүрүлгән «қирғизистан – түркийә достлуқ дохтурханиси» бу лайиһәләрдин бири һесаблиниду. бу даиридә қирғизистандин 100 бимарға һәқсиз  теббий йардәм бериш үчүн, түркийә билән қирғизистан оттурисида келишим имзаланди. бу келишимгә асасән, қирғизистанлиқ бимарлар һәр йили түркийәдики һәрқайси дохтурханилар вә давалаш орунлирида давалиналайду.

қирғизистан билән түркийә тәрипидин «манас университети» унвани берилгән ортақ бир алий билим йуртиму бар болуп, бу университет, икки дөләт оттурисидики йеқин қериндашлиқ мунасивәтлириниң мислисиз намайәндиси һесаблиниду.

манас университети қирғизистандики әң муһим университет болуп, һәр йили бу университетниң еһтийаҗлири һәм оқуғучиларниң йахши оқуши үчүн 25 милйон долларлиқ мәбләғ аҗритилиду.

түркийә һөкүмитиниң һәр хил оқуш йардәм пули пирограммилири даирисидә қирғизистандин кәлгән оқуғучилар түркийәдики һәрқайси университетларда баклаворлуқ вә магестирлиқ пирограммилирида һәқсиз билим алалайду.

буниңдин башқа йәнә, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин қирғизистанда һәр хил саһәләргә алақидар муһим лайиһәләр үзлүксиз ишқа ашурулмақта.

түркийәниң қирғизистанға бир һәдийәси болған бишкәк мәркәз җамәси, йеқинда биваситә түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң иштирак қилишида ишқа кириштүрүлди.

нөвәттә түркийә билән қирғизистан оттурисидики сода омумий соммиси 400 милйон долларға йетиду. бу әлвәттә һәр икки дөләтниң һәқиқий талантини әкс әттүрмәйду. алдимиздики басқучта сода омумий соммисини 1 милйард долларға йәткүзүш нишан қилинмақта.

йеқинқи 2 йил ичидә икки дөләт оттурисидики сода омумий соммиси % 26.7 ашти. түркийә билән қирғизистан икки дөләт оттурисидики сода, селинма саһәлиридики һәмкарлиқни йәниму күчәйтишкә наһайити зор әһмийәт бәрмәктә.

2017 – йили 15 – өктәбир күни өткүзүлгән пирезидент сайлимида ғәлибә қилған қирғизистан пирезиденти сооронбай җенбеков түрлүк нутуқлирида икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтишниң зөрүрлүкини тәкитлимәктә.

һәммигә мәлумки, җенбеков қирғизистанда өткүзүлгән пирезидент сайлимида ғәлибә қилғандин кейин, дипломатийә сийаситидә миллий мәнпәәтләрниң давамлиқ қоғдилидиғанлиқини тәкитләп мундақ дегәниди: «русийә билән болған истиратегийәлик мунасивәтлириминзни мустәһкәмләймиз, қошна дөләт хитай билән болған мунасивәтлиримизни техиму чоңқурлаштуримиз, оттура асийадики қериндаш әлләр билән болған тарихий мунасивәтлиримизни йәниму қудрәт тапқузимиз, түркийә вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлиримизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзимиз.»

йавроасийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси болуш билән биргә, асасий җәһәттин русийәниң сийасий вә иқтисадий нопузи астидики қирғизистанниң алдимиздики мәзгилдә геополитикилиқ йөнилишини өзгәртиш нийитиниң йоқлуқини ейтиш мумкин. дәрвәқә, асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлүш арқилиқ дөләтниң ташқи сийаситини бәлгиләш, иқтисад – сода, дөләт мудапиәси саһәлиридә ишләшкә тегишлик муһим хизмәтләрниң күнтәртипини турғузуш қатарлиқ мәсилиләрдә пирезидентниң һоқуқиға парламент тәрипидин чәклимә қойулиду. бу әһвал, җенбековниң алдинқи пирезидент атамбайевниң 6 йиллиқ һакимийәт йүзгүзүш мәзгилидә шәкилләнгән дипломатийә сийаситини пүтүнләй өзгәртишини қийинлаштурмақта. бирақ, түркийә билән болған мунасивәтлиридә алдинқи мәзгилдикигә қариғанда көзгә көрүнәрлик илгириләшләр оттуриға чиқмақта.

бүгүнки күндә түркийә билән оттура асийадики түркий җумһурийәтләр дипломатийә сийаситидә зич һәмкарлиқ орнатмақта. буниң асаслиқ сәвәби, һәр икки тәрәп хәлқлириниң охшаш тилға вә охшаш мәдәнийәткә игә болушдур.

атақлиқ қирғиз йазғучи чиңгиз айтматов бу һәқтә тохталғанда, мундақ дегән икән: «бу өзгиришчан дунйада муқәддәс қанунларға асасән һәммә иш өзгирип кетиду вә йоқ болиду, әмма мәңгү өзгәрмәйдиған вә өлмәйдиған бир иш бар, у болсиму мәдәнийәттур.»

айтматовниң бу сөзигә әслидә нурғун чоңқур мәниләр йошурунғандур. чүнки, милләтләр вә хәлқләрниң үзлүксиз мәвҗудийитини сақлап қелиштики әң муһим амиллардин бири мәдәнийәттур. түркийә билән қирғизистанниң достанә мунасивәтлири мана мушу аңни чөридигән һалда күнсери тәрәққий қилмақта, икки тәрәплик мунасивәтләрдә мәдәнийәт вә маарип һәмишә әң муһим күнтәртип маддилири қатаридин орун алмақта.

бүгүнки күндә түркийә, оттура асийа җуғрапийәсидә демографик өзгиришләрни ишқа ашуруватқан қирғизистанниң муқимлиқи һәм тәрәққийатини изчил давамлаштуришиға наһайити зор әһмийәт бәрмәктә.

түркийә бу даиридә, сийасий вә қурулмилиқ өзгириш басқучи ишқа кириштүрүлгәндин буйан қирғизистанға охшимиған сәвийәләрдә йардәм бәрмәктә. йәнә бир тәрәптин, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң қирғизистандики нопузиниң күчлүк икәнлики һәммигә айан. бу нуқтида, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүши үчүн, қирғизистанниң терроризмға қарши  күрәш даирисидә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши керәклик қануний җәһәттики қәдәмләрни ташлиши наһайити зор әһмийәткә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر