қибрис тинчлиқ һәрикити

қибрис тинчлиқ һәрикити вә арқа көрүнүши

1015931
қибрис тинчлиқ һәрикити

түркийә авази радийоси:  қибрис тинчлиқ һәрикитидә дипломатийә муһим рол ойниди

 

түркийәниң қибрис хәлқини әркинлик, тинчлиқ вә параванлиққа игә қилиш мәқситидә буниңдин 44 йил бурун елип барған қибрис тинчлиқ һәрикити басқучида, хәлқаралиқ келишимләр даирисидә вакаләтчи дөләтләр вә аралдики рәһбәрләр алди билән дипломатийә җәһәттин наһайити зор тиришчанлиқ көрсәтти.

дипломатик тиришчанлиқлардин һечқандақ үнүм һасил қилиналмиғандин кейин, түркийә армийәси 1974 – йили 20 – ийул  күни қозғиған һәрбий һәрикәт аралға тинчлиқ елип кәлди.

 

қибрис тинчлиқ һәрикитидин бурунқи қибрисниң әһвали

 

түркийә билән гиретсийә 1995 – йили 11- феврал күни қобул қилған, әнглийә билән қибристики икки хәлқниң рәһбәрлириму тәстиқлиған зурих вә лондон келишимлири, мустәқиллиқ, икки хәлқниң һәмраһлиқи, аммиви саһәдә аптономийә вә мәсилини һәл қилиш чариси, түркийә, гиретсийә вә әнглийәниң паал вакаләтчилик пиринсиплириға асаслинатти.

аралдики икки хәлқ оттурисидики һәмраһлиққа асаслинидиған хәлқаралиқ келишимләргә асасән 1960 – йили «қибрис җумһурийити» қурулди вә асасий қанунда аралдики қибрислиқ түрк вә рум хәлқлиригә баравәрлик асасида сийасий һоқуқ вә салаһийәт берилди.

шундақ болушиға қаримай, қибрис рум тәрипи, қибрис түрклирини дөләт органлирида чәткә қеқиш, йетим қалдуруш, аралдики мал – мүлүклиригә хатимә бериш вә гиретсийә билән бирлишишкә земин һазирлашқа урунди.

қибрис җумһурийити, қибрислиқ румларниң 1963 – йили өз алдиға күч ишлитиши билән асасий қанунни бикар қилишидин кейин ғайиб болди.

гиретсийә билән бирлишиш нишаниға йетиш үчүн қоралланған румлар, гиретсийә билән 1974 – йилғичә қибрис түрклиригә қаратқан һуҗум, бесим вә зулум – ситәмни күчәйтти.

 

түркийәни қибрис һәрикитини елип беришқа мәҗбур қилған басқуч

 

қибрис түрклириниң 1960 – йили қурулған бирләшмә дөләтниң һакимийитидин йирақлаштурулушидин кейин қибрис румлириниң арисида пикир ихтилаплири оттуриға чиқишқа башлиди.

EOKA  мәнсуплири арисида оттуриға чиқишқа башлиған пикир ихтилаплири, түркийәниң мудахилисидин қорққан вә түркләрни иқтисадий йолдин чәтнәштүрүшни нишан қилған рум рәһбәр макариос вә тез сүрәттә мәқситигә йетишни арзу қилған сабиқ һәрбий һөкүмәтниму өз ичигә алған  EOKA-B  мәнсуплириниң өзара дүшмәнлишишигә сәвәбчи болди.

гиретсийә һәрбий һөкүмитиниң йардими астида 1974 – йили 15 – ийул күни EOKA  рәһбири никос сампсон, арални гиретсийәгә қарашлиқ қилиш мәқситидә макариосқа қарши һәрбий – сийасий өзгириш қозғап, қисқа вақит ичидә һакимийәтни тартивалди, шуниң билән, қибрисниң игилик һоқуқ вә земин пүтүнлүки қәтл қилинған болди.

 

қибрис тинчлиқ һәрикити башлиништин бурунқи түркийәниң дипломатик тиришчанлиқлири

 

түркийә 1960 – йили «капаләт келишими» даирисидә алди билән қанун – бәлгилимиләргә риайә қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтти.

бу даиридә 1974 – йили 17 – 18 – ийул күнлири әнглийә билән түркийә оттурисида лондонда һәрбий – сийасий өзгириштин кейин ташлинидиған қәдәмләр тоғрулуқ  сөһбәт өткүзүлди. сөһбәткә капаләтчи дөләт сүпити билән гиретсийәму тәклип қилинди, бирақ, сөһбәткә гиретсийәдики һәрбий һөкүмәт иштирак қилмиди.

шу вақиттики түркийә баш министири бүләнт әҗәвит билән әнглийә ташқи ишлар вәзири җәмйс калеһан оттурисидики музакириләрдә әнглийәгә ортақ һәрбий мудахилә қилиш  тәклипи сунулди.

түркийә әнглийәниң тәклипкә сәлбий җаваб беришидин кейин, «капаләт келишими» гә асасән вә аралдики түркләрниң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, 1974 – йили 20 – ийул күни қибрис тинчлиқ һәрикитини қозғиди.

шундақ қилип, қибрисниң гиретсийәгә қошуветилишиниң алди елинған болди, һәмдә қибрис түрк хәлқиниң мәвҗудийити капаләт астиға елинди.

түркийәниң қибрис тинчлиқ һәрикити һәм гиретсийәдә һәрбий һөкүмәтни ғулатти һәмдә дөләткә демократийә елип кәлди.

 

            қибрис тинчлиқ һәрикитиниң иккинчи басқучи һарписидики дипломатик тиришчанлиқлар

 

түркийә 1974 – йили 20 – ийул күкни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 353 – номурлуқ қарариға асасән әнглийә билән гиретсийәгә «қайтидин тинчлиқ орнитиш үчүн сөһбәт өткүзүшкә башлаш» тәклипи сунди.

буниңға асасән, үч капаләтчи дөләт 1974 – йили 25 – ийулдин 30 – ийулғичә җәнвәдә сөһбәт өткүзди, һәмдә үч капаләтчи дөләтниң ташқи ишлар министирлири 1974 – йили 30 – ийул күни җәнвәдә байаннамә имзалиди.

мәзкур байаннамидә, гиретсийә билән қибрислиқ румлар тәрипидин ишғал қилинған түрк ташқи земинлириниң дәрһал бошитилиши вә аралда тинчлиқ орнитилиши һәмдә қайтидин асасий қанун түзүлүшини ишқа ашуруш үчүн ташқи ишлар министирлириниң музакириләрни давамлаштуруши қарарлаштурулди.

буниңдин башқа йәнә, байаннамидә, аралда қибрис түрклири билән қибрис румлиридин ибарәт икки аптономийәлик һөкүмәтниң мәвҗудийити пиринсип җәһәттин етирап қилинди.

конферансниң 9 – авғустта башланған иккинчи басқучида гиретсийә, аралда йеңи асасий қанун түзүминиң орнитилишиға мунасивәтлик тәклипләрниң һәммисини рәт қилди, һәмдә асасий қанун түзүштә мурәссәлишиш үчүн түркийә қисимлириниң аралдин чекинип чиқип кетишини алдинқи шәрт қилди.

гиретсийәниң «1960 – йилдикигә охшашла мәҗбурлап теңилған һечқандақ тәклипини қобул қилмайдиғанлиқини» билдүрүшидин кейин, конферанс 14 – авғустта нәтиҗисиз ахирлашти. шуниң билән, қибрис тинчлиқ һәрикитиниң иккинчи басқучи башланди.

қибрис тинчлиқ һәрикитиниң мувәппәқийәтлик һалда нәтиҗилинишидин кейин 1975 – йили 13 – феврал күни қибрис түрк федератсийә дөлити қурулди. парламентта чиқирилған қарарға асасән, 1983 – йили  шималий қибрис түрк җумһурийити қурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر