америкида айропилан чүшүп кетиш вәқәси йүз бәрди
америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида кичик типтики бир айропилан чүшүп кетип 5 киши һайатидин айрилди, 2 киши йариланди.
1138161
түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий калифорнийә иштати Orange County ниң мәсули кори маринониң ейтишичә, пәқәт учқучила олтурған айропиланниң йорба линда шәһиридә бир өйгә чүшүп кетиши нәтиҗисидә учқучи билән өйдики 4 киши һайатидин айрилған, 2 киши йариланған. йаридарлар дохтурханиға орунлаштурулған, өйниң үстигә чүшүп кәткән айропиланниң парчилири әтрапқа чечилип кәткән вә йолда орәк шәкилләнгән. вәқәдин кейин тәкшүрүш башланған.