йавропа иттипақи комиссари варһелйи түркийәгә келиду
йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер варһелйи түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.
2142789
![йавропа иттипақи комиссари варһелйи түркийәгә келиду](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/f1ab/1b3f/6720/664d9ee483bea.jpg?time=1718811105)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлири комиссари оливер варһелйиниң 22-23-май күнлири түркийәдә рәсмий зийарәттә болидиғанлиқини билдүрди.
байанатта билдүрүлишичә, варһелйи 5-айниң 23-күни дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан билән көрүшидиған болуп, көрүшүштә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилидикән, шундақла район вә хәлқаралиқ өзгиришләр тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулидикән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![исраилийәликләрниң һөкүмәткә қарши намайиши давам қилмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/c055/a1f4/dc22/66728677af7f2.jpg?time=1718811106)
исраилийәликләрниң һөкүмәткә қарши намайиши давам қилмақта
исраилийәликләр баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүшни давамлаштурмақта.