йов галлант: «дунйада һечкишиниң исраилийәни тәнқид қилиш һоқуқи йоқ»

йов галлант хәлқара җинайи ишлар соти баш тәптиши кәрим ханниң исраилийә дөләт мудапиә министири йов галлант һәққидә хәлқаралиқ «тутуш буйруқи» чиқармақчи болғанлиқиға қарита: «дунйада һечкимниң исраилийәни тәнқид қилиш һоқуқи йоқ» деди.

2142687
йов галлант: «дунйада һечкишиниң исраилийәни тәнқид қилиш һоқуқи йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң баш тәптиши кәрим хан исраилийә дөләт мудапиә министири йов галлант һәққидә хәлқаралиқ «тутуш буйруқи» чиқиришқа илтимас сунғандин кейин, йов галлант «дунйада һечкишиниң исраилийәни тәнқид қилиш һоқуқи йоқ» луқини илгири сүрди.

исраилийә дөләт телевизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, йов галлант исраилийәниң шималидики ливан чеграсиға җайлашқан голани биригадисиниң офитсерлири вә әскәрлири билән җиддий йиғин чақирған.

йов галлант хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси баш тәптишиниң «тутуш буйруқи» чиқарғанлиқи тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә дөләт мудапиә министирини сотқа тартмақчи болғанларниң исраилийә әскәрлиригә һуҗум қилған болидиғанлиқини илгири сүргән.

у: «дунйада һечкмниң исраилийәни вә бизниң һәрикәт усулимизни тәнқид қилидиған әхлақий һәқ-һоқуқи йоқ» дегән.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң баш тәптиши кәрим хан исраилийә баш министири нетанйаһу вә дөләт мудапиә министири галлант үчүн «тутуш буйруқи» чиқиришни илтимас қилғанлиқини җакарлиған иди.

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң йазма байанатиға асасланғанда, кәрим хан  нитанийаһу вә галланттин башқа йәнә, һамас сийаси бийуросиниң башлиқи исмаил һәниййә, һамасниң ғәззәдики рәһбири йәһйа синвар вә һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқассам биригадисиниң рәһбири муһәммәд әл дәйф һәққидиму «тутуш буйруқи» чиқиришқа илтимас сунған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر